- УЙҒУР АВАЗИ
- 26 Қыркүйек, 2011
Тәбрикләймиз
Розигүл ХЕТИПОВА
Алатав йезиси, Қарасай наһийәси
Алайтәнла көйүмчан вә меһриван, ғәмгүзар ана вә мома Розигүл Хетипова мошу күнләрдә мубарәк 70 яшлиғини қарши алмақта. Шу мунасивәт билән қәдирданимизни чин қәлбимиздин тәбрикләп, униңға мустәһкәм саламәтлик, аиләвий хатирҗәмлик вә бәхит-саадәт тиләймиз. Пүткүл аңлиқ һаятини адил меһнәт билән өткүзгән меһрибанимиз бәндичиликтә дуч кәлгән барлиқ еғирчилиқларни күчлүк ирадиси билән йеңип бизгә яр-йөләк, пасибан болуп кәлмәктә. Қәдирданимизниң еқидисини биз бир өмүр унтумаймиз вә уни алиқинимизда алма қилип көтиришкә дайим тәйярмиз.
Мошу мәрикилик күнләрдә униңға бар яхшилиқлар яр болсун, дәп тиләймиз.
ТӘБРИКЛИГҮЧИЛӘР: йолдиши Нияз, пәрзәнтлири Дилшат — Гүлбанәм, Илияс — Гүлбәһрәм, Патигүл вә нәврилири.
***
Һасан СӘЙДӘРУҚОВ вә Зоһра НУРАХУНОВА
Туздыбастав йезиси, Талғир наһийәси
Бизниң Сәйдәруқовлар аилисидә қош мәйрәм. Чоң аилимиздики қош гезәкләр Һасан билән Зоһра өзлириниң 60-баһарини нишанлимақта.
Қәдирданлиримиз һаяттин өзлириниң мунасип орунлирини егиләп, жут, әл-ағинә, қом-қериндашлири арисида чоң һөрмәт қазанди. Балилирини тәрбийиләп, қатарға қошти. Уларни оқутуп, билим бәрди.
Әнди уларниң қериндашлириға болған көйүмчанлиғи, меһриванлиғи һәққидә қанчә ейтсақму, азлиқ қилиду. Уларниң ишләмчанлиғи, адәмләргә болған силиқ-сипайә муамилиси бизни дайим қайил қилиду. Шуңлашқиму биз улар билән һәқлиқ йосунда пәхирлинимиз. Пурсәттин пайдилинип, қәдирданлиримизни туғулған күни билән тәбрикләп, тениға саламәтлик тиләймиз. Илаһим, уларға йүзниң үзини көрүш несип болсун, демәкчимиз.
ТӘБРИКЛИГҮЧИЛӘР: аилә-табавиатлири.
***
Селимахун МҮЛҚИЯРОВ вә Гүлинур ИСЛАМОВА
Ғалҗат йезиси, Уйғур наһийәси
Бу күнләрдә атимиз — 55, анимиз болса, 50 яшқа толди. Шундақла уларниң аилә қурғиниға 30 жил бопту. Демәк, аилимиздә қош-қош хошаллиқ. Шу мунасивәт билән биз уларға өзимизниң жүрәк қетидики изгү тиләклиримизни изһар қилмақчимиз. Ата-анимизниң бизгә қилған әмгәк-әҗри бебаһа. Улар һаятини адил әмгәккә беғишлап, жут, әл-ағинилири арисида һөрмәт-еһтирамға еришти. Қәдирданлиримизниң һәр бир басқан қәдими бизгә үлгә.
Қәдирлик Дада вә Апа тоюңлар мубарәк болсун! Силәргә мустәһкәм саламәтлик, бәхит-саадәт вә хатирҗәм һаят тиләймиз. Үзүңлардин күлкә- тәбәссүм кәтмәй, дайим хошал-хорам жүрүңлар.
ТӘБРИКЛИГҮЧИЛӘР: пәрзәнтлири Зарина — Мунаждин, Сухраб — Аидәм, нәврилири Талипҗан, Карина, Сәнҗәр, Сайит.
***
Азат вә Әркин ЙОЛЧИЕВлар
Чарин йезиси, Уйғур наһийәси
Мошу алтун күзниң сехи күнлиридә бизниң инақ вә бәрикәтлик аилидә чоң хошаллиқ йүз бериватиду. Чүнки өйүмизниң мәзмут түврүклири, һәммимизниң тағдәк таянчилиримиз болған қош гезәкләр — Азат билән Әркин Йолчиевлар 25-сеньтябрь күни өзлириниң 60 яшлиғини қарши алиду.
Уларниң қом-қериндаш, дост-бурадәрлири арисидиму һөрмити жуқури. Шуңлашқиму биз һәр дайим улар билән пәхирлинимиз. Қәдирданлиримизни мубарәк йеши билән чин қәлбимиздин тәбрикләп, уларға узақ-өмүр, мустәһкәм саламәтлик вә дуниядики бар яхшилиқларни тиләймиз. Бизниң бәхтимизгә һәр қачан аман болғайсиләр. Өмүрлүк җүптилириңлар Җәннәтбүви вә Ризвангүл билән нәврә-чәвриләрниң қизиғини көрүңлар, демәкчимиз.
ТӘБРИКЛИГҮЧИЛӘР: һәдиси Реһангүл вә униң пәрзәнтлири Эльбрус — Мемахан, Эрнес — Сәнәм, Эверес — Руфа, Миршат — Ғалия, Меһрибан, Дилшат вә нәврилири.
Әркин ЙОЛЧИЕВ
Алмута шәһири
Вападар яр, көйүмчан ата вә меһриван бова һәм қәдирдан қериндаш Әркин Йолчиев бийил 25-сентябрьдә мубарәк 60 яшлиғини нишанлайду. У аилимизниң мәзмут түврүги, қериндашлириниң таянчиси болупла қалмай, узун жиллар давамида Алмута шәһәрлик йол башқармисида вә «Парасат» акционерлиқ җәмийитидә пидакаранә әмгәк қилип, кәсипдашлириниң һөрмитигә бөләнгән сехи қәлб егисидур. Әйнә шундақ көпчиликниң сий-илтипатиға еришкән инсанни сәмимий тәбрикләп, униңға мустәһкәм саламәтлик, узақ өмүр тиләймиз. Һаятиң шатлиққа толсун, һәр басқан қәдимиңдин гүл үнсун, бәхтимизгә йүз яша, демәкчимиз.
ТӘБРИКЛИГҮЧИЛӘР: рәпиқиси Ризвангүл, пәрзәнтлири Әзиз — Рошәнгүл, Әлишер — Дилназ, Гөзәл — Адил вә нәврилири Мәликә, Камилла, Әмир, Алмира, Салих һәм қериндашлири.
***
Һәр жутта көпчиликниң иззәт-һөрмитигә бөләнгән шәхсләр болиду. Әйнә шундақ жутимизниң инавәтлик вә сахавәтлик инсанлириниң бири — Әркин Абдувәли оғли Йолчиев 25-сентябрь күни 60 яшқа толиду. Әркинниң жут активисти сүпитидә мәһәллимиздә өтүватқан той-төкүн, нәзир-чирақ вә башқиму чарә-тәдбирләрниң заманға лайиқ өтүшигә, миллитимизгә аит бир қатар мәсилиләрниң тоғра һәл қилинишиға қошуватқан һәссиси бебаһа. Шундақла у сехи-сахавәтлик инсан сүпитидиму жут әһлигә яхши тонуш. Алий инсаний хисләтлири түпәйли жуттики чоң-кичикниң һөрмитигә бөләнгән униң билән биз һәр қачан пәхирлинимиз.
У инақ, бәхитлик аилисиниң мустәһкәм түврүги. 35 жил биллә һаят кәчүрүп келиватқан өмүрлүк җүпти Ризвангүл билән үч пәрзәндини алий билимлик қилип тәрбийиләп, қатарға қошти вә 5 нәврә сөйди. Мошу мәрикилик күнләрдә биз Әркингә вә униң аилисигә бәхит, мустәһкәм саламәтлик, хатирҗәм һаят тиләймиз. Илаһим, атқан һәр бир таң бу аилигә пәқәт хошаллиқ дәқиқиләрни һәдийә қилғай!
ТӘБРИКЛИГҮЧИЛӘР: Алмута шәһири «3-Айнабулақ» мәһәллисиниң жут-җамаәтчилиги намидин жигит беши Ширмәһәмәт Илиясов.
***
Хелчибанум ЗУБАРШАЕВА
Яркәнт шәһири
Кичик пейиллиқ, меһмандостлуқ, очуқ көңүллүк хисләтләр адәттә һәр қандақ аялниң гөзәллигигә гөзәллик қошиду әмәсму! Мәшривимиздики әйнә шундақ бойиға әң есил пәзиләтләр җәмләнгән достумиз Хелчибанум 25-сентябрь күни өзиниң әллик яшлиғини нишанлимақчи. Биз уни бу шанлиқ тәвәллуди билән чин қәлбимиздин тәбрикләймиз.
Хелчибанум өмүрлүк җүпти Инәмҗан билән үч пәрзәнт тепип, нәврә сөйди. Мошу пәллигә йәткичә иккиси әл-жут, тонуш-билиш һәм достлириниң арисида жуқури иззәт-һөрмәткә сазавәр болди. Улар өйигә кәлгән һәр қандақ адәмгә жүригини дәстихан қилип яйидиған, қолидин кәлгән ярдимини айимайдиған хисләтлири түпәйли башқиларға үлгә болидиған аилә егилиридур. Шуңлашқиму биз уларға дуниядики бар яхшилиқларни тиләймиз. Илаһим бу аилигә һәр қачан яхшилиқниң, изгүлүкниң шарапити темип турғай!
ТӘБРИКЛИГҮЧИЛӘР: мәшрәп әһли — Яркәнттин Аманҗан — Роза, Һекимҗан — Раһәтбүви, Талипҗан — Гуля, Ташмәһәммәт — Разийәм, Хуршидәм, Марат — Айгүл, Әквәрҗан — Гүлбәһрәм, Малик — Рима, Алмутидин — Мәһәммәтҗан — Анаргүл, Нурболат — Оля, Пәрһат — Реһангүл.
***
Савутҗан СОНУРОВ вә Рашидәм ҺӘМРАЕВА
Алмута шәһири
Бу күнләрдә бизниң әзиз қериндашлиримиз Савутҗан Сонуров вә униң өмүрлүк җүпти Рашидәм Һәмраева һаятиниң мәғрур 50-даваниға көтирилди. Биз уларни ушбу шанлиқ мәрикилири билән чин қәлбимиздин тәбрикләймиз.
Қәдирданлиримиз узун жиллардин бу ян Уйғур театрида хизмәт қилип, миллий сәнъитимиз тәрәққиятиға мунасип төһписини қошуп кәлмәктә. Иккисиниң әл-жут, дост-бурадәр, кәсипдашлири арисидиму аброй-инавити чоң. Савутҗан бийил театр мудирлиғиға тайинлинип, наһайити шәрәплик һәм җавапкәр вәзипиниң һөддисидин чиқиватиду.
Биз тәвәллуд егилириниң буниңдин кейинму шат-шадиман, хатирҗәм һаят кәчүрүп, көзлигән арзу-арманлириға йетишигә тиләкдашлиқ билдүримиз. Илаһим, уларниң саламәтлиги мустәһкәм болуп, һәр қәдимидә бәхит-саадәт, утуқ-амәтләр яр болғай! Пәрзәнтлириниң қизиғини көрүп, әврә очумидин су ичишигә Алла несип қилғай!
ТӘБРИКЛИГҮЧИЛӘР: қериндашлири Сәйдәхмәт — Гүлҗамал, Сейитҗан — Гөзәл, Селимәм — Сәйдалим, Сәйпидин — Замира, Сәвләтхан — Тиливалди, Сәйдуллам — Замира, Сәнәвәр — Бәхитҗан, Света — Бәхтияр, Руслан — Асийәм вә җийәнлири.
***
Меһирдин ҺОСМАНОВ
Чонҗа йезиси, Уйғур наһийәси
Сехи күзниң мошу қуяшлиқ күнлиридә сәмимий мунасивити, дилкәш-кәмтарлиғи билән һәммимизни қайил қилип жүргән әзиз пәрзәнт, вападар яр, көйүмчан қериндаш вә ғәмхорчи ата Меһирдин Һәмзахун оғли 40 яшқа толуватиду. Шу мунасивәт билән уни чин қәлбимиздин тәбрикләп, мустәһкәм саламәтлик, ишиға утуқ вә һаятий хатирҗәмлик тиләймиз.
Қәдирданимиз өрткә қарши хизмәт саһасида әмгәк қилиду. Өзиниң ишләмчанлиғи түпәйли көзгә чүшүп, әтрапидикиләрниң һөрмәт-еһтирамиға сазавәр болған униң исми кәсипдашлири арисидиму алаһидә мәмнунийәт билән тилға елиниду. Мошу мәрикилик күнләрдә ишәшлик таянчимизға көңлигә пүккән барлиқ арзу-арманлириниң рояпқа чиқишиға тиләкдашлиқ билдүрмәкчимиз.
ТӘБРИКЛИГҮЧИЛӘР: аниси Зәйтүнәм, рәпиқиси Мәхпирәт, қериндашлири Өмәрҗан, Зулфийәм, Алимҗан вә пәрзәнтлири.
***
Имран ИМИНҖАН оғли
Чонҗа йезиси, Уйғур наһийәси
Һәммимизни қизиқ қилиқлири вә омақ күлкиси билән хошаллиққа бөләп келиватқан Имранни туғулған күни — бир яшлиғи билән қизғин вә сәмимий тәбрикләп, қәлбимиз тегидин чиқидиған әң алий изгү тиләклиримизни изһар қилимиз.
Биримизгә әзиз пәрзәнт, биримизгә омақ нәврә вә чәврә, йәнә биримизгә қәдирдан қериндаш болған Имранниң келәчәктә бәқувәт вә бәхитлик жигитләрдин болуп, һәммимизниң үмүт-ишәнчисини ақлайдиғанлиғиға һеч қандақ шәк-шүбһә кәлтүрмәймиз. Илаһим, қәдирданимиз биз пәхирлинидиған, исим-шәрипини мәмнунийәт билән тилға алидиған җәмийитимизниң мунасип граждани болуп йетилишигә тиләкдашлиқ билдүримиз.
ТӘБРИКЛИГҮЧИЛӘР: чоң момиси Иззәтпаша, бова-момиси Керимҗан — Тиләпбүви, ата-аниси Иминҗан — Меһриван, чоң дада-чоң апилири Шөһрәт — Гүлназ, Ялқун — Дилназ, кичик аписи Сабина, ака-һәдилири Ислам, Ваһид, Руслан, Гүлинур, Мәликә вә сиңлиси Илнара.
825 рет
көрсетілді0
пікір














