Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 26 Қыркүйек, 2011

Алимҗандин әл рази

d181d0bfd0bed180d1825

Мәлумки, маливайлиқ футбол ишқивазлири һәр хил мусабиқиларда давамлиқ яхши нәтиҗиләргә еришип келиватиду. Йеқинда Қазақстан Мустәқиллигиниң 20 жиллиғиға беғишланған наһийә чемпионатиға 34 команда қатнашқан болса, шуларниң ичидә «Маливай» командиси яхши оюн көрситип, топлуқ мусабиқида 2-орунни егилиди. Әнди Қаратуруқ йезисида өткүзүлгән турнирда болса, биринчи орундин көрүнди.

«Маливай» командисиниң муваппәқийәтлири һәққидә гәп қилғанда, 15 жилдин бу ян мәзкүр командини мәшиқләндүрүп келиватқан футбол ишқивази, бош вақтини пәқәт яшлар спортиға беғишлап, шуларниң отидин кирип, сүйидин чиқип жүргән Алимҗан Садировниң исмини тилға алмай мүмкин әмәс. Биз Алимҗан билән сөһбәтләшкинимиздә, у өзи тоғрилиқ әмәс, асасән команда тоғрилиқ гәп қилди.

— «Маливай» командиси 1956-жили қурулған. Өткән жиллар мабайнида көплигән яш жигитләр спортниң мошу түри билән шуғуллинип, һәр хил мусабиқиларда жут намини байрақ қилип көтәрди. Әнди өзәм бу футбол командисини 15 жилдин бери мәшиқләндүрүп келиватимән, — деди у. — Пурсәттин пайдилинип, командимизни маддий вә мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтлигән жутдашлиримизға, җүмлидин Полат Һүсәнов, Қасимҗан Мәсимов, Абдуллам Реһимбақиевқа ейтар алқишимиз чәксиз.

Шуниму алаһидә тәкитләш керәкки, мәзкүр командиниң икки оюнчиси — Ришат Еләков билән Әлишер Розахунов наһийәниң талланма командисиға тәклип қилинди. Бу болсиму мошу командини 1996-жилдин башлап ихтиярий рәвиштә мәшиқләндүрүп келиватқан футбол җан көйәри А.Садировниң әмгигидур. Һәр һалда өзиниң шәхсий егилигини башқуруш билән биллә, вақит тепип, йеза яшлирини спорт билән шуғулландуруш мәхситидә жүргән Алимҗандин жут дайим миннәтдар.

Мәһәмәтҗан ҺАПИЗОВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

693 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз