Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 26 Қыркүйек, 2011

Дуния тонушниң асасий қурали

Тил — дуния тонушниң, адәмләрни миллий роһта, өз Вәтинигә вә хәлқигә садақәт бағлашқа, мәдәнийәт, урпи-адәт, әнъәниләрни өзләштүрүшкә тәрбийиләшниң асасий васитиси болуп һесаплиниду. Һәр қандақ хәлиқниң моҗут болуп-болмаслиғиму ана тилиниң тәғдиригә бағлиқ. Шуңлашқиму тәрәққий әткән мустәқил дөләтләр униңға нам бәргән милләтниң тилиға интайин чоң әһмийәт бериду, дөләт дәриҗисигә көтирип, униң сақлинишиға, қоллиниш даирисиниң кәңийишигә һәм техиму риваҗлинишиға дайим ғәмхорлуқ көрситип туриду. Қазақстанму мустәқиллик алғандин кейин, дәсләпки күнләрдин тартипла, тил мәсилисигә алаһидә әһмийәт берип, қазақ тилини дөләт тили дәп елан қилди вә уни иҗтимаий-сәясий, ихтисадий-мәдәний һаятниң барлиқ саһалирида кәң қоллинишқа көрсәтмә бәрди һәм униңға һаҗәтлик шәрт-шараитларни пәйдин-пәй яритип бериватиду. Шундақла Қазақстанда пәқәт қазақ тилиғила әмәс, бәлки мустәқил әлдә яшап, униң тәрәққий етишигә, хәлиқ ара мәйданда мунасип орун егилишигә һәссә қошуп келиватқан башқа милләтләрниң тиллирини, демәк, мәдәнийәт-маарипини, әдәбият-сәнъитини риваҗландурушқиму алаһидә әһмийәт берилип, ғәмхорлуқ қилинмақта. Һазир Қазақстанда уйғур балилириниң өз ана тилида билим елишиға шараит яритилған. «Мектеп», «Атамұра» нәшриятлири йенидики уйғур редакциялири миллий мәктәплиримизни дәрисликләр билән турақлиқ тәминләп келиватиду. Уйғур тилида гезит вә журналлар нәшир қилиниватиду, миллий театримиз үнүмлүк паалийәт жүргүзүватиду. Елимиз Президентиниң 1998-жили 20-январьдики Пәрманиға бенаән, 22-сентябрьни Қазақстан хәлиқлириниң Тиллири күни дәп елан қилишиму, бу мәсилигә дөләт миқиясида чоң етивар бериливатқанлиғиниң ярқин ипадисидур. Бу мәйрәм бийил он үчинчи қетим нишанланди. Мошу сәнәгә мунасивәтлик мәктәпләрдә көплигән мәдәний чарә-тәдбирләр әмәлгә ашурулуп, «Тил мәйрими» айлиқлири өткүзүлди.

Ейтиш керәкки, Дөләт рәһбири Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев дөләт тилиниң қоллиниш даирисини кәңәйтиш, шуниң билән бир қатарда, башқа милләтләрниң тиллирини тәрәққий әткүзүш һәққидә һәр дайим тәкитләп, тегишлик орунларға муһим тапшуруқларни берип кәлмәктә. Бу мәсилигә, болупму Дөләт рәһбириниң тәшәббуси билән қурулған Қазақстан хәлқи Ассамблеяси, миллий мәдәнийәт мәркәзлири алаһидә әһмийәт бериватиду. Уларниң уюштуруши билән җумһурийәттә истиқамәт қиливатқан барлиқ милләтләрниң тиллириға беғишланған һәр хил чарә-тәдбирләр турақлиқ өткүзүлүп келиватиду. Буниңдин мән өзәм паалийәт елип бериватқан Пәнҗим йезисидики А.Розибақиев намидики оттура мәктәпму истисна әмәс. Мәктивимиздә «Тил мәйрими» һәптиликлири билән айлиқлири турақлиқ өткүзүлүп келиватиду.

Хәлқимиздә «Тил тәғдири — әл тәғдири» дегән муқәддәс чүшәнчә моҗут. Шундақ екән, тилниң тәғдирини һәл қилиш үчүн, әң алди билән, биз балилиримизни ана тилимизда оқутушимиз лазим.

Бүгүнки күндә дөләт тили — қазақ тилини чоңқур өзләштүрүш мәсилиси күн тәртивигә қоюлуватиду. Раст, елимиздики башқа милләтләр билән еләтләргә нисбәтән, биз, уйғурларда, қазақ тилини мукәммәл өзләштүрүш җәһитидин бир қатар артуқчилиқлар бар. Қазақ хәлқи билән уйғур хәлқи әзәлдин тили, дини, томури бир қериндаш хәлиқләрдин болуп һесаплиниду. Шуңлашқа уйғурлар дөләт тили — қазақ тилида әркин сөзләйду һәм униңға чоң һөрмәт билән қарайду. Тилларни қоллиниш вә тәрәққий әткүзүшниң 2010 — 2020-жилларға молҗаланған дөләт программисида көздә тутулған дөләт тилиниң мәртивә-инавитини ашурушқа дегән изгү мәхсәтни биз барлиқ җәһәттин қоллаймиз. Әгәр биз, ана тилимиздики мәктәплиримизниң ихтидарини толуқ пайдилинишни билсәк, қазақ тили вә әдәбиятини бөлүнгән саат вә мурәккәплиги җәһәттин қазақ мәктәплири дәриҗисидә оқутушни қолға кәлтүрсәк, миллий мәктәпни сақлап, риваҗландуруш асасида дөләт тилиниң тәрәққий етишигә тегишлик төһпә қошушниң әң тоғра йолини таллиған болимиз. Шундақла, балилиримизниң һәм миллий, һәм заманивий билим елиш мүмкинчилигигә йол ачимиз.

Җәмләп ейтқанда, тилға дегән ғәмхорлуқни пәқәт дөләттин, һөкүмәттин тәләп қилиш аз, ишни алди билән өзимиздин башлишимиз керәк. Һәр бир милләт өз ана тилини һимайә қилмиса, ким һимайә қилиду? Тил — Вәтәнгә муһәббәт бағлап, уни сөйүшимизниң муһим васитиси, миллий роһниң җанлиқ рәмзи, пүтүн бир милләтниң соқуп турған жүриги екәнлигини әстин чиқармаслиғимиз керәк. Билсәк, тил — дөләтниң символи. Тил милләтниң һимайичиси, қиблинамиси. Тил — бизниң теги-тәктимиз, тил бар йәрдә, милләт бар. Шуңлашқа әҗдатлиримизниң бизгә қалдурған аманити — ана тилимизни қәдирләшни биләйли.

Маһирәм АРШИЕВА,

Пәнҗим йезисидики А.Розибақиев намидики оттура мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими.

Панфилов наһийәси.

1122 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз