Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 02 Шілде, 2010

Достлар билән биллә нишанлидуқ

d0bfd180d0b5d181d181d0b01Июнь ейиниң ахирқи йәкшәнбиси — Мәтбуат, телевидение вә радио күни. Җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң коллективи бу қетим өзлириниң әнъәнивий кәспий мәйримини җәнубий пайтәхттики «Қәшқәр» этноресторанида  нишанлиди. Мәзкүр баш қошушқа шундақла гезитимизниң бир қатар йеқин достлири вә җан көйәрлири тәклип қилинди.

Дәсләп сөз новитини алған «Уйғур авазиниң» баш муһәррири Йолдаш Азаматов кәсипдашлирини мәйрәм мунасивити билән сәмимий тәбрикләп, уларға мустәһкәм саламәтлик, аиләвий бәхит һәм иҗадий утуқлар тилиди. Андин тәбрик сөзгә чиқип, өзиниң иллиқ ләвзини билдүргән  җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Әхмәтҗан Шардинов  мәзкүр җәмийәтлик тәшкилатниң ишиға йеқиндин арилишип, униң паалийитини мәтбуат сәһипилиридә кәң йорутуватқан журналистлар  Бәхитшат Сопиев билән мәзкүр қурларниң муәллипини, шундақла гезит хадими Гулфия Турсуновани  җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң Пәхрий ярлиқлири билән тәғдирлиди. Редакция йенида узақтин бери паалийәт елип бериватқан Уйғунлаштуруш кеңишиниң рәиси, алим вә журналист Рабик Исмайилов, Уйғурларниң миллий ассоциациясиниң рәиси Тамара Мәмәтова, профессор Абдуләзизи Абдуллаев вә Алмута шәһәрлик Бәгләр кеңишиниң рәиси Абдурешит Мәхсүтов бизни мәйримимиз мунасивити билән тәбрикләп, сәмимий тиләклирини билдүрди. Ейтмақчи, зияпәткә Әхмәтҗан Бәкрим оғли билән «Адил — С» җавапкәрлиги чәкләнгән ширкитиниң мудири Сәнәм Беширова «қуруқ қол» кәлмәпту. Улар өзлириниң иллиқ ләвзилирини билдүрүш билән биллә, һәр биримизгә «баһалиқ конвертларни» тапшурди. Пурсәттин пайдилинип, уларға вә баш қошушқа қатнишишқа имканийити яр бәрмисиму, бизни кәспий мәйримимиз билән чин қәлбидин тәбрикләп, соғисини әвәткән «Эва» рестораниниң мудири Турсунай Иминоваға сәмимий миннәтдарлиғимизни билдүрмәкчимиз.

Редакциямиз йенида бир нәччә жилдин бу ян «Уйғур авазиниң» достлири» клубиниң паалийәт елип бериватқанлиғидин оқурмәнләр хәвәрдар болса керәк, дәп ойлаймиз. Қаидә бойичә, униң президенти нәқ мошу журналистлар күнидә, бир жиллиқ қәрәлгә сайлиниду. Ахирқи  бир жил җәриянида бу вәзипини җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи рәисиниң биринчи орунбасари, «Қәшқәр» этнорестораниниң һәм «Метрополь» оюн-тамашә комплексиниң мудири Асимҗан Злавдинов атқуруп кәлгән еди. Бу қетимқи кәспий мәйримимиз мунасивити билән йейилған бәрикәтлик дәстиханниң һамийиму шу. Мәзкүр зияпәттә Асимҗан Абубәкри оғлиниң рәһбәрлиқ қәрәлиниң аяқлишишиға бағлиқ, «Уйғур авазиниң» достлири» клубиниң президенти болуп Алмута шәһәрлик Бәгләр  кеңишиниң рәиси Абдурешит Мәхсүтов бир еғиздин сайланди. Униң орунбасарлиғиға гезитимизни маддий һәм мәнивий җәһәттин турақлиқ қоллап-қувәтләп келиватқан достимиз Сәнәм Беширова мувапиқ дәп тепилди. Пурсәттин пайдилинип, мәйрәм һарписида кәсипдишимиз, гезитниң маарип бөлүминиң башлиғи Шәмшидин Аюповниң «Қазақ газеттері» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи тәсис қилған «Күміс қалам» мукапитиниң саһиби аталғанлиғини алаһидә қәйт қилғумиз келиду.

Журналистлар мәйримигә беғишланған баш қошушниң «рәсмий» қисми әйнә шундақ аяқлашти. Андин һәммимиз яш иҗрачилар Алимҗан Бавдинов билән Әзиз Сулаймановниң орунлишидики шох нахша-сазларни тиңшап, уссулға чүшүп, пуғанимиз қанғичә дәм алдуқ. Гезитимиз достлириниң қоллап-қувәтлиши түпәйли бизниң кәспий мәйримимиз жилдин-жилға әйнә шундақ қизиқ өтүватиду.

Ершат ӘСМӘТОВ.

СҮРӘТТӘ: А.Злавдинов эстафетини А.Мәхсүтовқа тапшуруватқан пәйт.

 

1021 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз