Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 02 Шілде, 2010

Жигит башлири — жут атилири

d0b6d0b8d0b3d0b8d182-1Шәһиримизниң жуқарқи, тағ тәрипи, ениқ ейтқанда, Чоң Алмута өстиңиниң Алма-арасан дәп атилидиған җайи, нәқәдәр гөзәл екәнлигини шу йәрдә болғанлар яхши билиду. Қоюқ өсүп, асман-пеләк қәд көтәргән арчилар арисидики долана, азған вә башқа дәл-дәрәқләр барақсан болуп кәткәчкә, язниң томуз айлирида күн қанчә қизисиму, бу йәргә аптап өтмәйду, десиму болиду. Салқинлиқтин, тениң бирдинла раһәтлиниду, андин таштин-ташқа урулуп җошқун еқиватқан тағ сүйи, йеқимлиқ нәғмидәк көңлүңгә арам беғишлайду. Бүгүн бу дәрия бойидики дәм елиш үчүн мәхсус тәйярланған кәң-таша чимәнликтә йүзгә йеқин адәм топланған болуп, әтрапта уйғурчә саз-нәғмә яңримақта еди.

Булар кимләр десәңлар — асасий җәһәттин жигит башлири, йәнә техи йеқиндила қурулған Алмута шәһәрлик Бәгләр кеңишини әзалири еди.

Жигит башлири дегән чүшәнчә пәқәт биз, уйғурлардила, моҗут екәнлигини һәммимиз яхши билимиз. Қазақстанда мәзкүр җәмийәтлик институт кеңәш дәвридиму моҗут еди. Лекин униң чин мәнада актив паалийәт көрситиши қайта қуруш дәвридин башланди вә җумһурийитимиз мустәқилликкә егә болғандин кейин, һәммә тәрәптин қанат яйди вә ахирқи жиллири һәр хил дәриҗидики мәдәнийәт мәркәзлиримиз, өзлири өткүзгән чарә-тәдбирләрниң һәммисидә, биринчи новәттә, шуларға тайинидиған болди. Жигит башлириниң паалийити пәқәт той-төкүн, нәзир-чирақлар биләнла чәкләнмәстин, һазир хәлқимизниң һаятиға бағлиқ барлиқ мәсилиләрни өз ичигә алиду. Өзлириниң беваситә аһали арисида иш елип беришидин пайдилинип, улар көпчиликни җәмийитимиздики достлуқ вә турақлиқни сақлашқа өз һәссисини қошушқа, җумһурийитимиз қанунлириға зит келидиған ишларға йол қоймаслиққа чақириду, өзлириниң мәрипәт, мәдәнийәт вә мәтбуат ишлиримизниң һәқиқий җан көйәрлири екәнлигини көрситиватиду. Жигит башлири арисидин көпчилик мәнпийити йолида кечә-күндүз маңидиғанлар, лазим болса, вақит билән һесаплашмай ишләйдиғанлар, айрим кишиләр вә жут муәммалирини һәл қилишқа көпчиликни сәпәрвәр қилалайдиған шәхсләр өсүп-йетилди. Шуниң нәтиҗисидә жигит башлири институти зор җәмийәтлик күчкә айланди. Мошуниң һәммиси Алмута шәһиридики жигит башлирини өз паалийитини техиму җанландуруш мәхситидә, күн тәртивигә қоюлуватқан муһим мәсилиләрни бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип һәл қилиш үчүн бирлишиш қарариға елип кәлди. Ақивәттә шәһиримизниң барлиқ жигит башлирини өз ичигә алған Бәгләр кеңиши қурулди. Бу тоғрилиқ гезитимизниң өткән айдики санлириниң биридә тәпсилий әхбарат берилди...

Тағ бағридики бу баш қошушқа шәһәрдики йәттә наһийәниң баш жигит беши вә уларниң активист-ярдәмчилири, йәни мәһәллиләр вә кочилар жигит башлири, шундақла Алмута әтрапидики Туздыбастау, Һөҗҗәт вә Қошмәмәт мәһәллилириниң жигит башлири қатнашти. Биринчи болуп сөзгә чиққан шәһәрлик Бәгләр кеңишиниң рәиси Абдурешит Мәхсүтов әң алди билән мәзкүр сорунни өткүзүшниң сәвәвигә тохталди:

Бүгүнки күндә хәлқимиз турмушини жигит башлириниң паалийитисиз тәсәввур қилиш мүмкин әмәс, — дәп башлиди у сөзини. — Аһали тәрипидин җәмийәтлик асаста сайланған жигит башлири көпчиликниң еһтияҗлиридин чиқишқа бәл бағлиғанлиқтин, кишиләр арисида абройға еришти. Нурғун вақитларда бәлгүләнгән чарә-тәдбирләр өз бабида өтүши үчүн, биринчи новәттә, жигит башлири һәммидин көп пайпетәк болиду. Мана мошуларниң һәммисини нәзәрдә тутқан һалда бүгүн силәрниң тағ бағрида дәм елишиңлар, бир-бириңлар билән техиму қоюқ мунасивәт бағлап, саз-нәғмә, күлкә-чақчақ арилаш өзлиримизниң йеқин арида әмәлгә ашуридиған ишлиримиз тоғрилиқ мәслиһәтлишишиңлар үчүн мошу сәйлини уюштурушни тоғра көрдуқ.

 Шуниңдин кейин саз-нәғмигә новәт берилди. Жигит башлириға «иштәй нәғмисини» һәдийә қилған «Дияр» топиниң сәйлидә асасән хәлиқ, йәнә келип, Или нахшилириниң бир жүрүшини иккинчи жүрүшкә улаштуруп иҗра қилиши һәммини қайил қилди.

Саз-нахша ара сөзгә чиққан Дружба, Султанқорған вә Заря Востока мәһәллилириниң жигит башлири Инәмҗан Худайбәрдиев, Ғәйрәт Мәмәтәлиев, Ярмәһәмәт Кебиров, Алмута шәһәрлик Яшлар кеңишиниң рәиси Бурхандин Таҗидинов, микрорайонлар баш жигит бешиниң орунбасари Пәрһат Зиямов барлиқ мәһәллиләр той-төкүн вә тәвәллудларниң, нәзир-чирақларниң өз дәриҗисидә өтүшигә, яшлар арисида миллий әнъәнилирини тәрғип қилип, уларни яман йолға чүшүп кетиштин сақлиған һалда яхши тәрбийә беришкә үлүш қошушқа, болупму уйғур мәктәплиргә бала топлаш, мөтивәрлиримизгә алаһидә көңүл бөлүш вә башқиму ишларға жигит башлириниң көп күч чиқириватқанлиғини тәкитлиди.  Жигит башлириниң мустәқил кеңишиниң бәрпа болуши — бу бизниң мәдәнийәт мәркәзлиридин қол үзгинимиз яки барлиқ ишларни пәқәт өз алдимизға елип беришимизни билдүрмәйду,  деди натиқлар өз сөзлиридә,  Җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи башлиған, тәшәббус көтәргән чарә-тәдбирләргә биз әнди айрим мәһәллә яки коча сүпитидә әмәс, бәлки бир пүтүн җәмийәтлик бирләшмә сүпитидә қатнишимиз. Шуниң билән биллә, мәдәнийәт мәркәзлиримизниң паалийәт даирисигә ятмайдиған ишлиримизму моҗут. Уларни, илгәркидәкла, өзимиз әмәлгә ашуруверимиз».

...Чақчақчи Сабирҗан Ғаппаровни Қазақстандики уйғур җамаәтчилигила әмәс, бәлки Өзбәкстан, Қирғизстандики қериндашлиримизму яхши билиду. Сабирҗан бар җайда, күлкиниң кәйни-кәйнидин җараңлап, овҗ елиши турған гәп.  Сабирҗан қәйәрдә вә қандақ чақчақ лазимлиғини яхши билиду. Сәйлидә болса, униң өткүр сөзлириниң объектлири асасән сорун иштракчилири, йәнә келип, уларниң кейинки вақитларда җамаәтчилик арисида вә тәшкилатларда йүз бәргән йеңилиқ-өзгиришләргә нисбәтән тутқан мәвқәси болди. Даңлиқ чақчақчиға җавап қайтурғанларму, униң билән мусабиқиға чүшкәнләрму болмиди әмәс. Шуларниң бири зарявостокилиқ Аблеким Сидиқов қанчә һәрикәт қилсиму, өз устази билән күч елишалмиди...

Новәттә сөзгә чиққан Бостандиқ наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Карлин Мәхпиров жигит башлириниң паалийитигә жуқури баһа берип, уларниң исимлирини атап өтсә, Малая Станица мәһәллисиниң, Туздибастау, вә Һөҗҗәт йезилириниң жигит башлири Пазил Исһақов, Зәрват Баһавдинов, Тудахун Тейипов вә башқилар көп нәрсиләрни шәһәрдики жирик мәһәллиләр жигит башлиридин үгиниватқанлиғини, һәммидин муһими — аһалиниң уларни қоллаватқанлиғини һәм һәммә җәһәттин ярдәм көрситиватқанлиғини тәкитлиди.

Сорунда өткән жили Үрүмчидә йүз бәргән вақиәләрниң бир жиллиғиға мунасивәтлик чоң нәзир өткүзүлидиғанлиғи, балиларни ана тилимизда оқутуш, гезитлиримизға муштири топлаш  һәққидиму кәң мулаһизиләр болди. Яшлар тоғрилиқ сөз болғанда, натиқлар Бурхандин Таҗидинов рәһбәрлигидики шәһәрлик Яшлар җәмийитиниң паалийитини алаһидә тәкитләп өтти. Җамаәтчилик ишлириниң активистлири, «Султанқорған» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Низамдун Гәраев, Бостандиқ наһийәсидики уйғур мәһәллилириниң баш жигит беши Турсун Розиев жигит башлири паалийитиниң өз мәһәллиси, даириси биләнла чәкләнмәйдиғанлиғини, уларниң өзлириниң һәқиқий мәнада вәтәнпәрвәр екәнлигини Қизилағашта йүз бәргән паҗиә ақивитидә зәрдап чәккәнләргә ярдәм көрситиштә намайиш қилғанлиғини, Норуз, Роза һейти, Қурван һейти вә башқиму мәйрәмләрни қазақ қериндашлар вә башқа милләт вәкиллири билән биллә өткүзидиғанлиғини һәм бу ишлар йеза, мәһәллилиримиздә алаһидә түс алғанлиғини тәкитләп өтти...

Тағ бағридики учришишта жигит башлириниң паалийити вә кәлгүси иш-реҗилири һәққидә хелә җиддий сөзләр болсиму, сәйлигә чиққанлар дәм елиш, саз-нәғмә тиңшап, раһәтлиниш, сәмимий чақчақлар әсиригә берилип, көкси қанғичә күлүшниму есидин чиқармиди. Уларниң айримлири сазәндиләргә қошулуп нахша ейтса, йәнә бирлири уссул аһаңи яңриғанда, өзлирини туталмай, кәйни-кәйнидин өз һүнирини көрситишкә башлиди. Уссул һәр бир уйғурниң қенида болсиму, жигит башлири арисида карамәт уссулчилар, һәр кимниң зоқини кәлтүридиған маһирларниң барлиғи ениқланди...  

Мән мәшрәпләрдә, һәр хил олтиришларда, шәһәр сиртида өткүзүлидиған сәйлиләрдә нурғун қетим болғанмән. Амма шунчә адәм топланған йәрдә дәм елишниң шунчилик сәмимий вә көңүллүк, шуниң билән биллә шунчилик тәртип-интизам билән өтүшигә дәсләпки қетим дәлил болушум. Мүмкин, жигит башлири башқиларни башқурушниң оңайға чүшмәйдиғанлиғини чүшәнгәнликтин өзлирини, еһтимал, шундақ тутқанду. Амма уларниң һәммисиниң сәйлини башқуруватқан Сабирҗанниң ейтқинидин чиқмай, пәқәт сөз берилгәндила сөзлиши вә шуниңғичә әдәп сақлиши — уларниң өзлириниң үлгә болалайдиғанлиғидин дерәк берәтти. Натиқларниң көпчилиги жигит башлири үчүн мәзкүр дәм елиш сәйлисини уюштурған Бәгләр кеңишиниң рәһбәрлигигә миннәтдарлиғини билдүрди вә мундақ баш қошушни әнъәнигә айландурушни илтимас қилди һәм бу илтимас һәмминиң разилиғи билән қобул қилинди...

Хәлқимиз зич орунлашқан йезиларда, наһийә мәркәзлиридә, шәһәрдики наһийәләрдә, қисқиси, һәммила җайда жигит башлири паалийәт елип бериватиду. Кейинки вақитларда баш жигит беши лавазими пәйда болди. Уларниң һәммиси аһалиниң еһтияҗлиридин чиқиш йолида хизмәт қилип кәлмәктә. Өзлири болса, пәқәт өз тәвәллудлири нишанланғандила кишиләрниң миннәтдарлиғини, разилиқ сүпитидә ейтилған сәмимий сөзлирини аңлайду. Жигит башлириниң еғир, амма һәммимизгә зөрүр әмгигини жилда бир қетим болсиму алаһидә баһалап, нишанлап өтүшкә болмамду? Буниң үчүн пәқәт уларниң өзлиринила жиғип, биз шаһиди болған сәйлиләрни өткүзүш шәрт әмәс. Жигит башлириниң хизмити көпчилик алдида өз баһасини елиши керәк. Жиллиқ һесават жиғинлири барғу, дейиши мүмкин бәзиләр. Тоғра, ундақ жиғинлар өткүзүлүватиду. Амма буниңға мошу кәмгичә айрим жигит башлириниң өзлириму анчила риайә қилип кәтмәйду. Мениң ейтмақчи болғиним бу әмәс. Кәлгүсидә жигит башлири күнини тәсис қилип, шуни һәр жили рәсмий бәлгүләнгән күндә өткүзүшкә болмамду? Бу, биринчидин, жигит башлириниң статусини көтириду, абройини ашуриду, иккинчидин, жигит башлири бу күнни тегишлик хизмәт көрситиш билән қарши елишқа тиришиду. Әгәр җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи һаҗәт дәп һесаплиса, һәр жили жигит башлири арисида конкурс уюштуруп, униң йәкүнини әйнә шу күни чиқиришқа болиду. Мундақ чарә-тәдбирләр җәмийәтлик тәшкилатлиримизниң паалийитини мукәммәлләштүрүп, хәлқимизниң бирлик-инақлиғини мустәһкәмләшкә хизмәт қилған болар еди.

Рабик ИСМАЙИЛОВ. 

1048 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз