Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 04 Сәуір, 2011

Сайлиғучилар билән учрашти

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң муддитидин илгири сайлими һарписида Талғир наһийәсидики Туздыбастав йезисида Қазақстан Парламенти Мәҗлисиниң депутати Мурат Әхмәдиев, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари, «Нур Отан» ХДП Сәясий кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Әхмәтҗан Шардинов сайлиғучилар билән учрашти. Улар алди билән өз паалийәтлири тоғрилиқ қисқичә һесават бәрди. Андин Президентимиз тәрипидин «Нур Отан» партиясиниң қурултийида илгири сүрүлгән Стратегиялик планни әмәлгә ашуруш һәр бир қазақстанлиқниң, шу җүмлидин уйғурларниң борчи екәнлигини атап өтти вә учришиш иштракчилирини сайламға паал қатнишишқа чақирди.

Учришишта сөзгә чиққан җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Асимҗан Злавдинов, җумһурийәтлик Уйғур жигит башлири кеңишиниң рәиси Абдурешит Мәхсүтов, «Нур Отан» партияси Талғир наһийәлик шөбисиниң рәиси Мурат Дуйсебаев, Талғир наһийәсиниң вә Туздыбастав йезисиниң баш жигит беши Зәрват Баһавдинов, Туздыбастав йезисиниң мөтивәри Алмасхан Йолдашев, йеза турғунлири Реһимҗан Тоқаев, Билал Һошуров вә башқилар елимиз мустәқилликкә егә болғандин бери Қазақстанниң түп-асасидин өзгирип, дунияға тонулғанлиғини, хәлиқ турмушиниң жилдин-жилға яхшилинип келиватқанлиғини тәкитләп өтти.

Аваз беришкә чақирди

Кейинки бир ай җәриянида амма арисида Қазақстан Җумһурийити Президентиниң муддитидин илгири сайлимини мунасип өткүзүш бойичә чүшәндүрүш, сәясий-тәрбийәвий, тәшвиқат ишлири жүргүзүлмәктә.

Буни Қазақстан Җумһурийитиниң президентлиғиға намзат Н.Ә. Назарбаевни қоллаш бойичә «Нур Отан» ХДП Уйғур наһийәлик җәмийәтлик штабиниң ишидинму ениқ байқашқа болиду. Униң тәркиви 15 адәмдин ибарәт болуп, тәшкилий, җәмийәтлик-сәясий, маддий-техникилиқ, малийә җәһәттин тәминләш, әдлийәвий, җәмийәтлик қобулхана, мәтбуат кативи охшаш бир нәччә бөлүмдин ибарәт. Штаб рәиси — «Нур Отан» ХДП наһийәлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Н.Есжанов билән униң орунбасари, вилайәтлик мәслиһәтниң депутати С.Қасимов вә әмгәк ветеранлири Җ.Тойшибеков, М.Җәмиев бу бөлүмләрниң ишини җанландурмақта.

Мошу қетим җәмийәтлик штабниң әзалири наһийәдики әң чоң кархана — «КазРосБройлер» қуш фабрикисида болуп, униң ишчи-хизмәтчилири билән учришиш өткүзди. Уни қуш фабрикисиниң баш мудири Ю.Расприков ечип, дәсләпки сөзни җәмийәтлик штаб рәиси, «Нур Отан» ХДП наһийәлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Н.Есжановқа бәрди. У өз нутқида елимизниң мустәқиллик алғандин кейинки 20 жил ичидә қол йәткүзгән утуқлирини тәһлил қилип, буниңда Нурсултан Әбиш оғлиниң әмгигиниң бебаһа екәнлигини тәкитлиди һәм сайламда уни яқлап аваз беришкә чақирди..

Жигит башлири һәссисини қошиду

Қазақстан Президентиниң алдимиздики сайлиминиң тәшкиллик вә жуқури дәриҗидә өтүши йеза вә наһийәләр жигит башлириниң паалийитигиму мунасивәтликтур. Мошуни һесапқа елип, 29-март күни Панфилов наһийәсиниң рәһбәрлиги тәвәдики барлиқ жигит башлири билән учришиш өткүзди. Униңға Алмутидин бир қатар вәкилләр чақиртилди. Наһийә мәмурийитиниң мәҗлисләр залида өткән учришишни наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Р.Тохтахунов ечип, 3-апрель күни өтидиған Қазақстан Президентиниң новәттин ташқири сайлиминиң әһмийити һәм сайламниң муваппәқийәтлик өтүшигә жигит башлириниң қошидиған һәссиси тоғрилиқ ейтип өтти.

Учришишта сөз алған Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари, «Нур Отан» ХДП сәясий кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ә.Шардинов, ҖУММ рәисиниң орунбасари А.Злавдинов, җумһурийәтлик Жигит башлири кеңишиниң рәиси А.Мәхсүтов, алим вә язғучи Р.Исмайилов, жут мөтивәрлири Ш.Рәхмәдинов вә А.Саттаров елимизниң 20 жил мабайнида бесип өткән йоли, ихтисадий вә мәдәний саһаларда қолға кәлтүргән утуқлири һәм хәлқимиз алдида турған вәзипиләргә әтраплиқ тохталди.

Учришишқа наһийә һакими Е.Келемсеит қатнишип, сөз сөзлиди.

1130 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз