Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 04 Сәуір, 2011

«Дөләт тилини билиш — пәрзиң»

Өткән һәптидә Алмута шәһәрлик һакимийәт, Қазақстан хәлқи Алмута шәһәрлик Ассамблеясиниң кативати вә «Ахыска» Түрк этно-мәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән «Дөләт тилини билиш — пәрзиң» мавзусида қазақ тили бойичә Олимпиада болуп өтти. Униңға Алмута шәһиридики мәктәпләрниң 7 — 10-синиплирида билим еливатқан қазақ әмәс милләт вәкиллири қатнашти. Умумән, Олимпиадиға жигирмә үч этно-мәдәний мәркәзниң вәкили болған икки йүзгә йеқин оқуғучи иштрак қилди. Уюштурғучилар тәкитлигинидәк, униң асасий мәхсити оқуғучилар арисидин дөләт тилини үгинишкә қизиқиватқан қабилийәтлик балиларни таллаш, қазақ тилиға, қазақ хәлқиниң урпи-адәт вә әнъәнилиригә, әдәбиятиға, мәдәнийитигә вә тарихиға болған қизиқишни шәкилләндүрүш болуп һесаплиниду. Оқуғучилар биринчи басқучта қазақ тилиниң лексикиси вә грамматикиси бойичә тест тапшурди, иккинчи басқучта — изаһәт, үчинчи басқучқа өткән оқуғучилар болса, әркин мавзуға инша язди.

Олимпиадиниң йәкүни бойичә, Гран-при мукапитини авған балиси Гулям Махмубб Хайдар-уль елишқа муйәссәр болди. Гулям Махмубб Хайдар-ульниң қазақ тилини яхши өзләштүргәнлиги, раван сөзлиши жюри әзалириниму, тамашибинларниму қайил қилди. Тәкитләш керәкки, бу Олимпиадиға А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназия, М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназия вә 77-оттура мәктәптин җәми он үч уйғур оқуғучиси қатнашти. Миллий мәктәплиримиздә ана тилида билим еливатқан уйғур балилириму бу Олимпиадида алдинқи қатарлардин көрүнди. Мәсилән, Сәнәбәр Злавдинова (77-мәктәп, 9-синип оқуғучиси) биринчи орунни йеңивалди. Шаһидә Қасимова (101-мәктәп-гимназия), Эльмира Асимҗанова (153-мәктәп-гимназия), Шахназ Аблеким (101-мәктәп-гимназия) рәғбәтләндүрүш мукапатлирини елишқа муйәссәр болди.

— Һәммимизгә мәлумки, Президент Н.Ә. Назарбаев өз Мәктүбидә 2017-жилғичә аһалиниң 80 пайизиниң дөләт тилини мукәммәл өзләштүрүшини қолға кәлтүрүшни тәкитлигән еди, — деди Олимпиадиниң йәкүнини чиқарған, Қазақстан хәлқи Алмута шәһәрлик Ассамблеяси кативатиниң вәкили Әлия Турсунмуратова. — Һазир яшлар арисида қазақ тили мәртивисиниң вә униңға болған қизиқишниң жилдин-жилға өсүватқанлиғи һәммимизни хошал қилиду, әлвәттә. Буниңға бүгүнки Олимпиада йәкүнлириму дәлил болалайду. Көрүп туримизки, оқуғучилар бу синаққа наһайити яхши тәйярлиқлар билән кәпту. Олимпиадиниң утуқлуқ өтүшигә күч чиқарған устазларға һәм шундақла этно-мәдәний мәркәзләргә тәшәккүр изһар қилимән.

Шуниңдин кейин Олимпиадида ғалип чиққанларға Алмута шәһәрлик һакимийәт намидин мәхсус медаль, ярлиқ вә баһалиқ соғилар тапшурулди. Мошундақ әһмийәтлик чарә-тәдбирни уюштурушта алаһидә паалийәтчанлиқ көрсәткән Алмута шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиму Алмута шәһири һакиминиң мәхсус ярлиғи билән тәғдирләнди.

Йолдаш МОЛОТОВ.

788 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз