Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 04 Сәуір, 2011

Миллий маарипни қоллап-қувәтләш вә риваҗландуруш концепцияси

Йошурушниң һаҗити йоқки, заман өзгириши түпәйли, башқа саһаларға охшашла, көләңгүдә қалған маарип мәсилисигә хелә вақитларғичә җиддий көңүл бөлүнмәй кәлгән еди. Лекин әмәлиятта билим беришни тоғра йолға қоймай туруп, һеч қандақ тәрәққиятни қолға кәлтүрүш мүмкин болмиғачқа, ислаһатлаштуруш сәяситини нәқ мошу саһадин башлаш зөрүрийити туғулди. Уни әмәлгә ашуруш җәриянида бир қатар қийинчилиқларниң бой көрсәткәнлиги тәбиий. Буниңдин уйғур мәктәплириму истисна болғини йоқ, әлвәттә. Әнди милләт истиқбали беваситә миллий мәктәплиримизниң тәғдири билән мунасивәтлик екәнлигини инавәткә алсақ, бу мәсилиләрниң һәл қилинишиниң қанчилик дәриҗидә муһим әһмийәткә егә екәнлигини тәсәввур қиливелиш анчә қийинға чүшмәйду. Шуңлашқа өткән жили ноябрь ейида җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи йенидики Маарип кеңишиниң кәңәйтилгән мәҗлисидә бир еғиздин қобул қилинип, мәтбуатта елан қилишқа тәвсийә қилинған вә бүгүн көпчиликниң диққәт-етивариға һавалә қилиниватқан «Миллий маарипни қоллап-қувәтләш вә риваҗландуруш концепциясиниң» лайиһиси әйнә шундақ муһим әһмийәткә егә һөҗҗәтләрниң биридур. Униң кәлгүсидә миллий мәрипәт очақлирини йеңи басқучқа көтириштә алаһидә роль ойнайдиғанлиғиға ишинимиз.

Қәдирлик гезитхан! Мәзкүр концепциядә миллий маарипимизға мунасивәтлик оттуриға қоюлған пикир-мулаһизиләр, уларни кимниң қандақ қобул қилишидин қәтъий нәзәр, көпчиликтә қизиқиш пәйда қилиду, дәп үмүт қилимиз. Шуңлашқа лайиһә бойичә пикир-тәклиплириңлар болса, мәрһәмәт, хәт йезиңлар.

1. Мәмликитимизниң бир пүтүн билим бериш саһасиниң тәркивий қисми сүпитидә шәкилләнгән миллий маарип системисини елимизниң вә хәлқимизниң бебаһа байлиғи дәп етирап қилиш.

Қазақстан Җумһурийити өз мустәқиллигини җарий қилғандин башлап, көп еқимлиқ йеңи ташқи сәясәтни жүргүзүп кәлмәктә. Бу яш җумһурийитимиз үчүн хәлиқ ара интеграциягә вә көплигән дөләтләр билән һәмкарлишишқа йол ачти. Дәсләпки күнләрдин башлап мустәқил дөлитимиз дуниядики әң чоң тәшкилатларға әза болди. Яш мәмликәтниң Конституцияси һәм униң ички нормативлиқ қануний һөҗҗәтлири хәлиқ ара дәриҗигә мувапиқлаштурулуп, дунияда қобул қилинған асаслиқ қанун-конвенцияләр билән уйғунлаштурулди. Бу җәһәттин елип қариғанда, билим елиш һоқуқиға аит һөҗҗәтләр муһим әһмийәткә егә.

Уларда дөләтниң бир пүтүн билим бериш саһасиниң тәркивий қисми сүпитидә шәкилләнгән миллий маарип системиси мәмликитимизниң вә хәлқимизниң бебаһа байлиғи сүпитидә етирап қилинди һәм хәлиқ ара әнҗуманларда алаһидә тилға елинди. Шуниң билән биллә, ана тилида билим елиш һәммә милләтләрниң фундаментал һоқуқи екәнлиги мәмнунийәт билән тәкитләнди.

Демәк, бизму мәзкүр һоқуқлардин үнүмлүк пайдилинишимиз һаҗәт. Ойлаймизки, миллий маарип системисиға аит хәлқимизниң һоқуқ сәвийәсини ашуруш — күн тәртивидә турған әң муһим мәсилиләрниң бири. Бу Қазақстан Җумһурийитиниң Конституцияси билән Гаага, Хельсинки, ЕБҺТ, Осло, Лундск охшаш хәлиқ ара конвенцияләрниң тәләплиригә уйғун. Бу җәриянда биз:

— миллий маарип системисиға мунасивәтлик мәсилиләрниң ашкарә һәл қилинишини қолға кәлтүрүш, йәни униң тәрәққиятиға сәлбий тәсир йәткүзүватқан һәр қандақ тосалғулуқларни очуқ шараитта җамаәтчилик диққитигә һавалә қилиш вә униң үстидин назарәт орнитиш системисини шәкилләндүрүш паалийәтлирини күчәйтишимиз керәк. Бу бүгүнки таңда, миллий маарипимизниң алдида туруватқан муһим мәсилиләрниң бири;

— уйғур тили вә йезиғиниң қоллиниш даирисини кәңәйтиш мәсилисидә һәммә тәшкилатлар бирлишип, униң йешилиш йоллирини тепишимиз зөрүр.

2. Миллий маарип системисиниң үзлүксиз тәрәққий етишини тәминләш бойичә һоқуқшунас алим, мәрһум Әнвәр Һаҗиев тәрипидин тәйярланған төвәндики 11 маддидин ибарәт қаидини әмәлгә ашуруш.

Кейинки жилларда хәлқимиз уйғур маарипиниң тәғдири тоғрилиқ җиддий ойлинишқа башлиди. Болупму 2003-жили «Қазақстан Җумһурийитиниң билим бериш сәяситини әмәлгә ашуруш асасида уйғур мәктәплирини базар мунасивәтлири шараитида тәрәққий әткүзүшниң муһим проблемилири» мавзуси астида Алмута шәһиридә болуп өткән илмий-әмәлий әнҗуман мәзмун-маһийәт җәһәттин интайин салмақлиқтур. Униңда хәлқимизниң миллий маарипқа болған көз қариши вә шундақла уни қоллап-қувәтләшниң муһим йөнилишлири әтраплиқ муһакимә қилинди. Шуниң билән биллә мәзкүр әнҗуманда дәсләпки қетим миллий маарип системисиниң үзлүксиз тәрәққий етишиниң йеңи концепцияси тәклип қилинди. Униң асасий маддилири төвәндикичә:

1) җай-җайларда йәрлик өзини өзи башқуруш идарилириниң, мәдәнийәт мәркәзлириниң вә йеза зиялилириниң пәрзәнтлиримизни уйғур мәктивидә оқушқа җәлип қилиш, ата-анилар арисида тәшвиқат-тәрғибат, мәдәний һәм тәрбийәвий ишларни жүргүзүш бойичә паалийәтләрни җанландуруш;

2) дәрислик вә оқуш-методикилиқ қолланмиларни тәйярлаш, нәшир қилиш һәм тарқитиш мәсилилиридә нәшриятларниң, маарип идарилириниң, илмий мәркәзләрниң өз ара һәмкарлиқта паалийәт елип беришиға зәмин яритиш;

3) аммивий әхбарат васитилири арқилиқ ана тилида оқутушниң әһмийитини һәм әвзәлликлирини кәң вә мәхсәтчанлиқ түрдә чүшәндүрүш. Уйғур мәктәплириниң утуқ-муваппәқийәтлирини һәртәрәплимә йорутуш вә тәрғип қилиш;

4) оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған билим дәргаһлирини алий мәлуматлиқ кәспий педагоглар билән тәминләш. Муәллимләр коллективини миллий маарипниң һәқиқий һәм изчил тәрғибатчисиға айландуруш;

5) уйғур мәктәплириниң кадрларға болған тәләп-еһтияҗлирини инавәткә алған һалда, кәсип таллаш ишини мәхсәтчанлиқ билән жүргүзүш, мәктәпләрдики қабилийәтлик оқуғучиларни ениқлаш, уларни түрлүк мутәхәссислликләр бойичә алий оқуш орунлириға чүшүшкә тәйярлаш;

6) маддий вә мәнивий җәһәттин қоллап-қувәтләш үчүн алимлар билән язғучиларни, тиҗарәтчиләрни уйғур мәктәплири билән синиплириға бәкитиш;

7) уйғур тилида билим беридиған мәктәпләр билән синипларни қоллап-қувәтләш иш-чарилирини жүргүзүш мәхситидә студент яшлардин вә иҗадий зиялилардин тәркип тапқан тәшвиқатчилар топлирини қуруш;

8) билим бериш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрниң маддий техникилиқ базисини мустәһкәмләш, кадрлар, дәрислик һәм оқуш-методикилиқ комплекслар (ОМК) билән тәминләш бойичә билим бериш мәһкимилири билән қоюқ мунасивәт орнитиш;

9) миллий маарип саһасидики моҗут проблемиларни вақтида һәм изчил һәл қилиш. Мәктәплиримизниң аброй-инавитини ашуруш бойичә йәрлик һакимийәт вә билим бериш идарилири билән һәмкарлиқта иш елип бериш;

10) муәллимләрниң иҗтимаий мәсилилиригә етивар бериш һәм билим бериш җәрияниниң нәтиҗидарлиғини тәминләйдиған һәр қандақ чарә-тәдбирләрни қоллап-қувәтләш вә имканийәт яритиш;

11) ата-аниларниң, йәрлик өзини өзи башқуруш идарилириниң, мәдәнийәт мәркәзлириниң, жигит башлири кеңиши билән мәшрәпләрниң, зиялиларниң, педагоглар коллективлириниң, иш биләрмән тиҗарәтчиләр вә чоң ихтисат егилириниң ярдими билән билим бериш проблемилирини һәл қилиш вә уларниң өз ара һәмкарлишишини қолға кәлтүрүш.

Шу нәрсини алаһидә тәкитләш керәкки, мәзкүр йөнилишләр бойичә нурғунлиған паалийәтләр елип берилди, қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләрму йоқ әмәс. Амма йоширидиғини йоқ, бәзи җайларда әһвал техиму мурәккәплишип кәтти. Уйғур вә Панфилов наһийәсидә ана тилида оқумайватқан балилиримизниң өсүш дәриҗиси, 50 пайизға йеқинлашқан болса, Әмгәкчиқазақ вә Талғир наһийәсидә бу көрсәткүч 70 пайиздин ашқан. Балилар саниниң кәскин азийиши түпәйли мәзкүр наһийәниң мәктәплиридики уйғур синиплири йепилип кетиш ховупи астида туруватиду. Кейинки бәш-алтә жил ичидә уйғур синиплирида билим еливатқан балилиримизниң умумий сани 50 пайизға қисқириған. Бу уйғур җамаәтчилигини җиддий ойландуруши керәк.

3. Миллий маарип системисида дөләт тилини өзләштүрүш, қазақ хәлқиниң мәдәнийитини әтраплиқ һәм чоңқур үгиниш җәриянлирини ениқлаш вә риваҗландуруш.

Дөләт тилини өзләштүрүш — мәмликитимизниң асасий идеологиялик йөнилиши. Қазақ тили — хәлиқләр достлуғини мустәһкәмләйдиған васитә. Уйғур җамаәтчилигиму бу мәсилигә алаһидә етивар бериши лазим.

Мәмнунийәт билән тәкитләшкә әрзийдуки, бүгүнки күндә уйғур тилида билим еливатқан оқуғучилиримиз дөләт тилини пухта өзләштүрүватиду.

Әнди биз миллий маарип системисида дөләт тилини өзләштүрүш бойичә қолға кәлтүрүлүватқан сүпәт дәриҗисиниң наһайити жуқурилиғини (81 — 90 пайиз) үлгә қилип көрсәткән һалда, уни җумһурийитимиздә яшаватқан башқа милләтләр арисида тәрғип қилиш ишлирини җанландурушимиз керәк.

Шуниң билән биллә, уйғур муәллимлириниң дөләт тилини риваҗландурушқа қошуватқан төһписиниң үстүн екәнлигини инавәткә елип, уларниңму иш-тәҗрибисини кәң даиридә тонуштурушни қолға елишимиз лазим.

Қазақ вә уйғур хәлқи өз ара қоюқ арилишип, бир-бири билән тарихий, достанә мунасивәттә болуп кәлгән қериндаш хәлиқләрдур. Шуңлашқа биздә умумий тил вә мәдәнийәт муһити моҗут. Буни хәлқимизниң иҗтимаий-мәдәний дәриҗисини техиму жуқури көтириш мәхситидә пайдиланған әқилгә мувапиқтур. Шуниң билән бир қатарда төвәндики мәсилиләргиму алаһидә көңүл бөлүшимиз шәрт:

дөләт тилини оқутуш бойичә программиларни мукәммәлләштүрүп, уни миллий маарип системисиға мувапиқлаштуруш;

— һазирниң өзидә айрим мәктәплиримиз өзлириниң көп тилда оқутуш услубини тәвсийә қилип, шу асаста тәҗрибә жүргүзүватиду. Алди билән бу оқутуш услубиниң иҗабий вә сәлбий тәрәплири, келәчәк ақивәтлири қандақ болиду, дегән мәсилиләр үстидә җиддий ойлинишимиз, уларни әтраплиқ үгинишимиз вә, әң муһими, очуқ муһакимә қилишимиз керәк еди. Бизниң пикримизчә, уйғур мәктәплириниң тәрәққиятиға дәхил йәткүзмәйдиған, көп тилда оқутушниң умумий дөләтлик концепциясини тәйярлаш керәк вә униң сәлбий тәрәплирини инавәткә алған һалда, һәр дайим мониторингтин өткүзүп туруш әқилгә уйғун.

4. Миллий маарип системисини тәрәққий әткүзүшниң сүръитини ашуруш бойичә һакимийәт вә билим бериш идарилири билән һәмкарлиқни күчәйтиш. Җәмийәтлик тәвсийәләрни ишләп чиқиш вә уларниң орунлинишини назарәт қилиш.

Җумһурийитимиздә билим сүпитини назарәт қилиш системисиниң өзгириши иҗабий нәтиҗиләрни елип кәлди. Билим бериш саһасида овҗ алған парихорлуққа мәлум дәриҗидә чәк қоюлди. Амма уйғур тилида билим бериватқан мәктәпләрни тест системисиға көчириш җәрияни бир хил қанунийәт даирисидин сирт қалди вә изчил әмәлгә ашурулмиди. Шу түпәйли, әлачи оқуватқан оқуғучилиримизниң башқа тилда билим беридиған мәктәпләргә кетип қелиш әһваллири көпәйди. Бу миллий мәктәплиримиздә оқуғучилар саниниң қисқиришиға сәвәп болди. Җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң чоң күч чиқириши түпәйли, бу муһим мәсилә мәлум җәһәттин утуқлуқ һәл қилинди. Амма Алмута вилайитидә умумий тестлаш принципини изчил һәм мәхсәтчанлиқ қоллиниш мәсилиси күн тәртивидин чүшмәй келиватиду. Уйғур мәктәплириниң билим сүпитини дөләт мәһкимилири тәрипидин назарәт қилиш техичә изчил йолға қоюлмайватиду. Демәк, БМТқа аит мәсилиләрни толуқ һәл қилиш – асасий нишан. Униң үчүн миллий мәктәпләрдиму басқучлуқ дөләт назарити (ПГК) системисиниң әмәлгә ашурулушини қолға елиш лазим. Бу төвәндики паалийәтләр арқилиқ әмәлгә ашурулиду:

Басқучлуқ дөләт назарити (ПГК 4-вә 9-синип оқуғучилири үчүн) бойичә уйғур тилида тест топламлирини ишләп чиқиш бойичә тегишлик орунларға мураҗиәт қилиш, уларниң соаллирини тәйярлаш җәриянлириға қатнишип, тест топламлирини нәширгә тәйярлаш;

11-синип оқуғучилирини тест синиғиға тәйярлаш бойичә семинарларни уюштуруш.

Шундақла миллий маарипимизниң изчил вә һәртәрәплимә риваҗлиниши үчүн оқуғучиларниң дәрислик, көрнәклик һәм оқуш-методикилиқ комплекслар билән тәминлинишини назарәт астиға елиш лазим. Әпсус, кейинки жилларда бу мәсилә наһайити мурәккәплишип, уни һәл қилиш қийинға чүшмәктә. Бу йосунда икки бислиқ мәвқә яки һеч бир сәвәпсиз иккилиниш чоң зиянларни елип келиши еһтимал. Шуниң үчүн уйғур мәктәплирини дәрислик вә оқуш-методикилиқ комплекслар билән тәминләш җәриянини һәр жили мониторингтин өткүзүш зөрүр. Бу йөнилиштә төвәндики паалийәтләр жүргүзүлүши керәк:

— дәрисликләр вә көрнәклик қураллар фондини тәшкил қилиш;

электронлуқ дәрислик вә көрнәклик қуралларни ишләп чиқиш;

уйғур мәктәплириниң умумий билим сайтини ечиш;

— дидактикилиқ материалларни конкурслуқ принцип асасида таллавелип, Интернет ториға селиш;

билим бериш мәһкимилири вә мутәхәссисләр билән һәмкарлиқта мәхсус методикилиқ кеңәш қуруш;

сайтта «Уйғур маарип йеңилиқлири», «Ана мәктәп» мәхсус блоглирини тәйярлаш;

электронлуқ китапхана ечиш вә балилар әдәбияти бойичә хрестоматия тәйярлаш;

— уйғур мәктәплириниң электронлуқ паспортини ишләп чиқиш.

Дәрвақә, Интернет ториниң имканийәтлиридин пайдилинип, дәрислик билән тәминләш мәсилисини мәлум дәриҗидә һәл қилғили болиду. Бу мәсилидә уйғур җамаәтчилигиниң маддий вә мәнивий қоллап-қувәтлиши интайин зөрүр.

5. Миллий маарип системиси билән билим бериш саһалири бойичә ишләватқан хәлиқ ара тәшкилатлар арисидики алақини күчәйтиш.

Қазақстан Җумһурийитиниң хәлиқ ара даиридә шөһрәт қазиниши түпәйли, дөләтләр ара интеграция җәриянлири техиму күчәйди. Бу хәлиқ ара тәшкилатларниң Қазақстандики паалийәтлириниң сүръәтлик риваҗлинишиға елип кәлди. Тәкитләш керәкки, көплигән хәлиқ ара тәшкилатлар уйғур маарипиниң асаслиқ мәсилилирини һәртәрәплимә үгинип, уларни рәсмий мулаһизә қилди, тегишлик һөҗҗәтләрни тәйярлап, уларниң һәл қилиниши бойичә ениқ пикирләрни бәрди. Әйнә шундақ һөҗҗәтләрниң қатарида билим елиш һоқуқимизниң умумий дәриҗә-сүпити экспертлиқ назарәттин өткүзүлди. Болупму уйғур мәктәплириниң бир туташ миллий тесттики орни, дәрислик һәм оқутуш-методикилиқ комплекслар билән тәминлиниши бойичә ениқ көрсәтмиләр қобул қилинди. Миллий маарип системисини тәкамуллаштурушта хәлиқ ара мунасивәтләрни җанландуруш зор әһмийәткә егә. Буниңда төвәндики ишларниң әмәлгә ашурулуши тәләп қилиниду:

БМТ, ЮНЕСКО, ЕБҺТ, Хәлиқ ара банклар тәрипидин елан қилинған билим лайиһилиригә қатнишиш;

хәлиқ ара әнҗуманларни уюштуруш, йеңи тәҗрибиләрни тонуштуруш, хәлиқ ара курсларға мутәхәссисләрни әвәтиш вә һаказилар.

6. Миллий маарип системисиниң муәллим вә мутәхәссисләргә болған тәләп-еһтияҗлирини әтраплиқ үгиниш вә мониторингтин өткүзүш.

Бизниң милләт сүпитидә сақлинип қелишимизда педагогика саһасида хизмәт қиливатқан мутәхәссислиримиз наһайити чоң роль ойнайду. Шуңлашқа мәшһур дөләт әрбаби Абдулла Розибақиев вә униң сәпдашлири миллий кадр мәсилисигә алаһидә етивар бәргән. Бүгүнки күндә, миллий кадрлиримизни көзимизниң қаричуғидәк асраш, уларниң җапалиқ әмгигини мунасип баһалаш интайин муһим паалийәтләрниң бири. Бу йөнилиштә төвәндики мәсилиләргә алаһидә әһмийәт бериш лазим:

уйғур муәллимлириниң әмгигини тоғра баһалаш вә уларниң билим һәм педагогикилиқ сүпәт дәриҗисини ашуруш бойичә ениқ чарә-тәдбирләрни бәлгүләш;

— кадр мәсилисини тәпсилий үгиниш вә мутәхәссисләрниң сүпәт-ихтидарини ениқлаш анкетилирини тәйярлаш вә уларни һәр дайим мониторингтин өткүзүш рухситини елиш;

— жилиға бир қетим миллий кадрлар арисида «Милләтпәрвәр әлачи-педагог» көрүгини уюштуруш.

Сир әмәски, мәктәплиримизни салаһийәтлик мутәхәссисләр билән тәминләш мәсилисидә камчилиқларму йоқ әмәс. Бәзи җайларда уруқ-туққан, тонуш-билиш алақилири йилтиз тартқан. Бу маарипимизға дәхил йәткүзүватқан мәсилиләрниң бири. Миллитимизниң истиқбалини ойлисақ, миллий маарип системисида йүз бериватқан хүнүк һадисиләрниң алдини алған тоғра. Бу мәсилини һәл қилишта ениқ тәвсийәләр тәклип қилиниши һаҗәт.

7. Миллий маарип системисида инглиз тили вә техникилиқ пәнләргә (математика вә физика-химия) алаһидә етивар бериш.

Мәмликитимиздә йеңи инновациялиқ ихтисадий-мәдәний риваҗлиниш концепцияси ишлинип чиқти. Бу җәмийитимиздики сүръәтлик иҗабий өзгиришләргә өз иқбалини йәткүзмәктә. Мәлумки инновациялик тәрәққиятни техникилиқ пәнләр бойичә билим сүпити жуқури болған тәғдирдила қолға кәлтүрүш мүмкин. Шуңлашқа маарип саһасида, җүмлидин уйғур мәктәплиридиму мәзкүр пәнләргә алаһидә диққәт бөлүшимиз керәк. Очуғини ейтқанда, бизниң мәктәпләрдә бу пәнләрни оқутуш сүпити дегәндәк дәриҗидә әмәс. Дәрһәқиқәт, җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси билән мәктәп оқуғучилири арисида жүргүзүлүватқан тест синақлириниң математика, физика, химия вә инглиз тили пәнлири бойичә нәтиҗә көрсәткүчлири бәкму төвән. Буни түзитиш үчүн төвәндики чарә-тәдбирләрни уюштуруш һаҗәт:

базилиқ әһмийәткә егә уйғур мәктәплириниң умумий әһвалини инавәткә алған һалда, инглиз тилини, математика, физика, химия пәнлирини өзләштүрүш бойичә йеңи концепцияни ишләп чиқиш, методикилиқ-услублириға аит нәширләрни тәйярлаш;

инглиз тилини үгиниш бойичә алаһидә курсларни уюштуруш;

инглиз тили бойичә һәр хил әһмийәткә егә конкурс вә көрүкләрни өткүзүш (муәллимләр вә талантлиқ оқуғучиларға Сертификат тапшуруш);

— Математика, физика-математика пәнлири бойичә хәлиқ ара конкурсларға қатнишиш;

— Математика, физика вә химия пәнлири бойичә шәһәрлик вә җумһурийәтлик көрүкләрни уюштуруш.

8. Җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси билән тәшкил қилинған методологиялик иш-тәҗрибиләрни җанландуруш.

2003-вә 2008-жиллири җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси билән уюштурулған әнҗуманлар зор тарихий әһмийәткә егә. Уларға — Җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи билән «Уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш» фонди варислиқ қилиду. Новәттики җумһурийәтлик әнҗуман 2012-жили, йәни мәрһум Әнвәр Һаҗиевниң туғулғининиң 55 жиллиғиға мунасивәтлик өткүзүлмәкчи. Мәзкүр әнъәнини давамлаштуруш вә миллий маарипни риваҗландуруш бойичә төвәндики чарә-тәдбирләрни уюштуруш лазим:

бәш жилда бир қетим миллий маарип мәсилилиригә беғишланған җумһурийәтлик әнҗуман уюштуруш;

Уйғур вә Панфилов наһийәсидә әнъәнигә айланған «Билим вә сәнъәт» фестивалини давамлиқ өткүзүш;

дөләт тилини риваҗландурушқа аит лайиһиләрни әмәлгә ашуруш, 2011-жили Қазақстан мустәқиллигиниң 20 жиллиғиға беғишланған дөләт тили бойичә җумһурийәтлик көрүкни Астана шәһиридә өткүзүш;

оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдә көрнәклик шәхсләрниң хатирисигә беғишланған оқушларни өткүзүш, уларниң намида синипларни ечиш, мирасгаһларни уюштуруш, исимлирини әбәдийләштүрүш;

— Хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнтлири намидики медальларни вә мәхсус степендияләрни тәсис қилиш. Шу мукапатлар билән жилиға бир қетим илғар муәллимләр билән қабилийәтлик оқуғучиларни тәғдирләш.

9. Миллий маарипимизға аит илмий-аммибап әмгәкләрни нәшир қилиш.

Уйғур тилида билим бериватқан мәктәплиримизниң тарихини әтраплиқ үгинип, йезип чиқиш актуал проблемилиримизниң бири. Бүгүнки таңда, «Миллий маарип — милләт истиқбали», «Истиқбалимиз — ана мәктәп» охшаш миллий маарип муәммалириға беғишланған бир нәччә китаплар нәширдин чиқти. Амма бу йетәрлик әмәс. Бу келәчәк әвлатлиримиз үчүн қилинишқа тегишлик паалийәтләрниң биридур. Шу сәвәптин төвәндики чарә-тәдбирләр әмәлгә ашурулуши шәрт:

— 2008-жили өткүзүлгән миллий маарип мәсилилиригә беғишланған җумһурийәтлик әнҗуман материаллирини вә 2009-жили ЕБҺТ тәләплиригә бенаән тәйярланған әмгәкни нәширгә тәйярлаш;

— «Уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш» фондиниң журналини тәсис қилип, ройхәттин өткүзүш вә уйғур мәдәнийити һәм маарипиға аит идеяләрни тәрғип қилиш;

— Уйғур мәктәплириниң тарихи вә миллий маарип мәсилилири тоғрилиқ китапларни нәшир қилиш;

Җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи вә «Уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш» фонди кәлгүси әвлатниң тәғдиригә бепәрва қаримайдиған хәлқимизниң һәр бир пухрасини мошу һаятий мәсилидә дадил мәвқә билән миллий маарипимизни гүлләндүрүш үчүн қәтъий яндишишқа һәм ениқ нәтиҗидарлиқ әмәлий ишқа чақириду. Бу алийҗанап ишта көз боямчилиқ, ясалма паалийәтчанлиқ һәрикәтлири яхши нәтиҗә бәрмәйду һәм уларға чәк қоюшимиз лазим. Мәзкүр лайиһиниң һәртәрәплимә муһакимидин өткүзүлүп, йеңи пикир-тәклипләр билән толуқлинидиғанлиғиға ишинимиз. Болупму дөләтлик маарип идарилириниң, мәдәнийәт мәркәзлириниң, җамаәтчиликниң, өзини өзи башқуруш идарилириниң, ата-анилар билән муәллимләр тиҗарәтчиләр билән жигит башлириниң вә башқиму шәхсләрниң паал арилишишиға үмүт қилимиз.

Җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи йенидики Маарип кеңиши вә «Уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш» фонди.

902 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз