Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 04 Сәуір, 2011

Хуш кәйпият беғишлиди

Мәлумки, Алмута шәһиридә хели вақитлардин бери көрнәклик чақчақчи Сабир Ғаппаров рәһбәрлик қилип келиватқан мәшрәп моҗут. Мәшрәп бәлгүләнгән вақитта, шәһиримиздики наһийәләрдә яки хәлқимиз зич яшайдиған у, яки бу мәһәллиләрдә новәт билән өткүзүлмәктә.

Буниңдин бир аз вақит илгири әйнә шу мәшрәпләрниң биригә бир топ қирғизстанлиқ уйғурларму иштрак қилип, меһманлар өзлиридиму шуниңға охшаш мәшрәпни барлиққа кәлтүрүш қарариға келиду. Шуниңға мунасивәтлик Бишкектики уйғур җамаәтчилигиниң баш жигит беши Өмәрҗан Һәмраев өзиниң йеқинлири билән мәслиһәтлишип, бу ишни қолға алиду вә көп өтмәй, биринчи мәшрәпни өткүзүшкә муваппәқ болиду. Бийил шу башланмиға бәш жил толди. Буни кәң даиридә нишанлап өтүшни мәхсәт қилған Бишкектики уйғур җамаәтчилиги униңға алмутилиқ қериндашлириниму тәклип қилған еди.

Шә сәвәптин йеқинда җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Әхмәтҗан Шардиновниң рәһбәрлигидә бир топ шәхсләр Бишкек шәһиригә барди. Мәшрәпниң шәһәрдики уйғур җамаәтчилиги арисидила әмәс, бәлки барчә қирғизстанлиқлар тәрипидин етирап қилиниватқанлиғини шуниңдин билишкә болидуки, сорунға Қирғизстан Жогору Кеңишигә депутат болуп сайланған хәлқимизниң вәкили Турсунтай Сәлимовтин башқа Қирғизстан Социал-демократик партиясиниң Парламенттики фракциясиниң йетәкчиси Чинибай Турсунбеков рәһбәрлигидики он бир депутат иштрак қилди. Өз новитидә Т.Сәлимов кәсипдашлирини тонуштуруп, мәшрәп қатнашқучилирини вә меһманларни Бишкектики уйғур җамаәтчилиги тәрипидин уюштурулуп келиватқан мәшрәпниң бәш жиллиғи мунасивити билән сәмимий тәбрикләп, изгү тиләклирини изһар қилди. Андин сөз новитини алған Ч.Турсунбеков — қирғиз вә уйғур хәлқиниң томурдашлиқ тарихи қедимдин башлинип, мошу кәмгичә сақлинип келиватқанлиғини вә арилиқта йүз бәргән қалаймиқанчилиқлардин кейин тиклиниш җәриянини баштин кәчүрүватқан мәмликәтниң җошқун тәрәққий етиш йолиға чүшүшигә уйғурларниңму өз һәссисини қошуватқанлиғини тәкитләп өтти һәм Қирғизстан Жогору Кеңишиниң спикери Ахматбек Кельдибековниң тәбрик хетини оқуп бәрди. Андин депутатлар намидин баш жигит беши вә мәшрәп беги А.Һәмраевқа алаһидә һөрмәт билдүрүп, чапан кийгүзди.

Шуниңдин кейин алмутилиқ меһманлар намидин Ә.Шардинов, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Йолдаш Азаматов, җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң биринчи орунбасари Асимҗан Злавдинов, җумһурийәтлик Уйғур жигит башлири кеңишиниң рәиси Абдурешит Мәхсүтов вә мәзкүр қурлар муәллипи сөзгә чиқип, өз ара мунасивәтләрни техиму қоюқлаштурушниң әвзәлликлиригә тохталған һалда, изгү тиләклирини изһар қилди.

Мәшрәп җәриянида Пәрһат Һашимов йетәкчилигидики сәнъәткарлар өз һүнәрлирини намайиш қилип, көпчиликкә арамбәхш дәмләрни беғишлиди. Шундақла Сабир Ғаппаров, Абдусаттар Турдибақиев, Иврайим Исрайилов охшаш алмутилиқ меһманлар өзлириниң хуш чақчиғи, нахша-сазлири билән мәшрәпниң техиму қизиқарлиқ өтүшигә үлүш қошти. Мошу йәрдә шу нәрсиниму қәйт қилиш орунлуқки, уйғур мәктиви йоқ әлдә өткән бу сорунда риясәтчи Нурмәһәмәт Баяхунов билән сөзгә чиққан яшларниң таза ана тилида гәп қилиши бизни бәк хошал қилди.

Әтиси Т.Сәлимовниң «Прадо» спорт-сағламлаштуруш комплексида болуп өткән баш қошушта биз уйғур аһалиси зич яшайдиған икки мәһәллидики қирғиз вә рус мәктәплиридә уйғур синиплириниң ечилғанлиғини һәм бу йөнилиштә башқиму иш-реҗиләрниң түзүлүватқанлиғини аңлап, хурсән болдуқ. Өз новитидә бизму қирғизстанлиқ қериндашлиримизниң мошу изгү башланмилириниң рояпқа чиқишиға тиләкдашлиқ билдүрдуқ.

Рабик ИСМАЙИЛОВ.

682 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз