- УЙҒУР АВАЗИ
- 30 Мамыр, 2011
Хош, Ана мәктәп!
Мана, 2010 — 2011-оқуш жилиму тамамланди. 25-май күни елимизниң барлиқ оттура билим бериш мәктәплиридә ахирқи қоңғурақ садаси яңриди. Мундақ тәнтәнилик мәрасим Панфилов, Уйғур, Әмгәкчиқазақ, Талғир наһийәлири билән Алмута шәһиридики уйғур балилири билим еливатқан мәктәпләрдиму дағдуғилиқ атап өтүлди. Биз, өз новитидә, мәктәпни тамамлиғучи барлиқ учумкарларни бу хошаллиғи билән тәбрикләймиз.
Бийил җумһурийитимиздики барлиқ уйғур мәктәплириниң (14 таза вә 49 арилаш) 11-синипини 1238 нәпәр жигит вә қиз тамамлап, мустәқил һаят йолиға атлиниш алдида туриду. Уларниң 18и «Алтун бәлгү» үмүткарлири. Әнди миллий мәктәпләрни тамамлиғучилар үчүн миң бир қийинчилиқлар билән һәл қилинған Бир туташ миллий тестқа (БМТ) қатнишиш мәсилисигә келидиған болсақ, бийил җумһурийитимиздики барлиқ уйғур мәктәплириниң 11-синипини тамамлаватқан 1238 учумкарниң бари-йоқи 163и БМТқа қатнишиш хаһишини билдүргән.
Бүгүнки таңда БМТ тапшуруш пәқәт алий оқуш орниға қобул қилиниш үчүнла әмәс, бәлки шундақла миллий мәктәплиримизниң истиқбали үчүнму интайин чоң әһмийәткә егә болуватиду. Сәвәви, көплигән ата-аниларға ана тилимизда билим елишниң әвзәллигини мәлум дәриҗидә әйнә шу тестта миллий мәктәп учумкарлириниң қолға кәлтүргән утуқлири арқилиқ чүшәндүрүшкә мәҗбур болуватимиз. Шундақ екән, һөрмәтлик мәктәп тамамлиғучилар, силәргә үмүт артқан Ана мәктивиңларниң, әзиз устазлириңларниң ишәнчә-еқидисини ақлашқа тиришиңлар. Өз новитидә бизму силәргә ақ йол тиләймиз!
Шәмшидин АЮПОВ.
1304 рет
көрсетілді0
пікір







