- УЙҒУР АВАЗИ
- 30 Мамыр, 2011
Мәктәп тамамлиғучиларниң 81 пайизи БМТ тапшуриду
Мәлумки бийил мәктәп тамамлиғучилар 4 — 10-июнь арилиғида җумһурийитимиз бойичә, улар үчүн тәғдиранә мәсилә болған Бир туташ миллий тестлаштин өтиду.
Шуни қәйт қилиш лазимки, бу жили математика, химия вә физика пәнлиридин башқа, БМТниң барлиқ пәнлири бойичә тест тапшуруқлириға өзгиришләр киргүзүлди. Ениғирағи, биринчи дәриҗидики қийин тапшуруқларниң сани 9дин 6гичә қисқирап, иккинчи дәриҗидики қийин тапшуруқлар 10дин 13кичә көпәйтилди. Әнди үчинчи дәриҗидики қийин тапшуруқлар өз петичә қалди.
Бийил 129 миң мәктәп тамамлиғучи, йәни умумий учумкарларниң 81 пайизи БМТға қатнишиш хаһишини билдүргән. Шундақла учумкарлар бийил төртинчи пән сүпитидә физика, биология вә химия пәнлиригә көпирәк ихлас билдүрүватқан көрүниду. Бу, демәк, мәктәп тамамлиғучиларниң бесим көпчилиги техникилиқ саһа мутәхәссислигини егиләшни әвзәл көрүватиду, дегән сөз.
Умумән, БМТ өткүзүш технологиясидә бийил җиддий өзгиришләр йүз бәрмиди. У булту қандақ җәриянда өткән болса, бийилму шундақ өтиду. Емтиһан тапшурушқа берилидиған вақитму өзгәрмиди — 3,5 саат. Соаллар саниму илгәркидәкла — 125. Учумкар илгәркидәкла грант елиш конкурсиға қатнишиш, һәқ төләп оқуш һоқуқиға егә болуш үчүн Бир туташ миллий тестта, кам дегәндә, 50 балл топлиши шәрт.
Алаһидә тәкитләп кетидиған нәрсә, бийил емтиһан пәйтидә тест тапшурғучиларниң өзини-өзи тутуш қаидисигә бир аз өзгиришләр киргүзүлди. Әгәр илгири қаидигә риайә қилмиған, болупму янфондин пайдиланған учумкарларни аудиториядин чиқириш яки тест нәтиҗилирини һесапқа алмаслиқ тоғрилиқ қарарни дөләт комиссияси билән министрлик вәкиллири биллә қобул қилған болса, бийилдин башлап, у қарарни министрлик вәкили өзи қобул қилалайду. Шуниң билән биллә, бийил БМТ нәтиҗиси регионлардики иш-чариләрни баһалайдиған рейтингтин елинип ташланди. Әнди һаким-әмәлдарлар БМТ нәтиҗиси үчүн «күрәшкә» чүшмәйдиған болиду.
Өз новитидә, биз БМТқа қатнишиш истигини билдүрүватқан барлиқ учумкарларға утуқ тиләймиз.
Шәмшидин АЮПОВ.
Алмута шәһири.
615 рет
көрсетілді0
пікір







