Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 30 Мамыр, 2011

Уйғур театрида —йеңи мудир

Бу һәптидә Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театрида күтүлмигән йеңилиқ йүз бәрди. Театр мудири Адилҗан Җанбақиев хизмитидин бошитилип, униң орниға мәзкүр сәнъәт дәргаһиниң актери, 49 яшлиқ Савутҗан Сонуров тайинланди.

Дүшәнбә күни Уйғур театриға Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт министрлиги Мәдәнийәт комитетиниң рәиси Ильяс Қозыбаев келип, коллективқа йеңи мудирни тонуштурди. Амма бу тайинлаш кәсипдашлар арисида һәр хил пикирләрни пәйда қилди. Бирлири йеңи рәһбәрни қоллап-қувәтлисә, бәзилири бу пикирләргә қошулмиди. Шу хилдики һәр хил көз қарашлар ақивитидин туғулған бәс-муназириләр әтиси йәнә бир жиғинниң өтүшигә сәвәп болди. Униңға театрниң бәдиий рәһбири Әхмәтҗан Қадиров риясәтчилик қилди. Җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси билән уюштурулған бу баш қошуш бир күн авал болған жиғиндин анчә пәриқләнмиди. Ениғирағи, йеңи мудирға қарши чиққанларму вә уни қоллиғучиларму өз мәвқәлиридә қалди. Бу күни шундақла бир қатар пешқәдәм сәнъәткарлар өзлириниң сағлам, салмақлиқ пикирлирини ейтип, коллективни инақлиққа, өмлүккә дәвәт қилди.

Жиғинни уюштурғучилар театр коллективини сәвир-тақәтлик болушқа чақирип, мундақ мәсилиниң әқил таразисиға селинған һалда, қанун асасида һәл қилинишиниң лазимлиғини тәкитлиди.

Ершат ӘСМӘТОВ.

757 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз