- УЙҒУР АВАЗИ
- 30 Мамыр, 2011
Шаир һәм журналист тәвәллуди нишанланди
Йеқинда Яркәнт шәһиридики наһийәлик Мәдәнийәт өйидә «Уйғур авази» гезитиниң Панфилов наһийәси бойичә өз мухбири,шаир һәм журналист, Қазақстан Язғучилар иттипақи Илия Бәхтия намидики мукапатниң саһиби Нурәхмәт Әхмәтовниң 60 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған чоң тәнтәнә болуп өтти. Мәзкүр чарә-тәдбиргә Панфилов наһийәсиниң рәһбәрлиги, җамаәтчилик вәкиллири вә жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар иштрак қилди.
Тәнтәнә Яркәнт гуманитарлиқ-техникилиқ колледжиниң оқутқучиси, филология пәнлириниң намзити Һакимҗан Һәмраевниң тәвәллуд егисиниң һаяти вә иҗадий паалийити һәққидә оқулған доклади билән башланди. Андин минбәргә көтирилгән Панфилов наһийәсиниң һакими Ермек Келемсеит әдип намиға иллиқ тиләклирини билдүрди. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Йолдаш Азаматов Нурәхмәт Әхмәтовниң шаирлиқ вә журналистик қир-сирлириға тохтилип, униңға Қазақстан Журналистлар иттипақиниң дипломини, «Қазақ газеттері» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң Пәхрий ярлиғини тапшуруп, чапан кийгүзди. Өз новитидә жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар — Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Байсейит йезисидин қәдәм тәшрип қилған шаир Җәмшит Розахунов, ташкәнтлик шаир Ташполат Намәтов, Уйғур наһийәси «Или вадиси — Іле шуғыласы» гезитиниң баш муһәррири Абдуманап Аблизов, шаирниң жутдаш, кәсипдаш-қәләмдашлири — Яркәнт шәһириниң һакими Бахыт Нурелов, Панфилов наһийәлик «Жаркент өңірі» гезитиниң мухбири Қудайберди Қусайин, Панфилов наһийәлик «Қазақ тілі» җәмийитиниң рәиси, шаир Сламғали Үркинбайұлы, шаир Арупҗан Җумахунов, пешқәдәм устаз Асийәм Өмәрбақиева вә башқилар Нурәхмәт Мирзалим оғлиға сәмимий тиләклирини изһар қилип, хатирә үчүн соғилирини тапшурди.
Тәнтәнә давамида униң қатнашқучилири Хелил Һәмраев намидики оттура мәктәпниң Толунай Махмутова рәһбәрлигидики «Варис» яш иҗаткарлар өмиги тәрипидин тәйярланған әдәбий монтажни һәм тәвәдики талантлиқ сәнъәткарларниң иштракидики концерт программисини тамашә қилди.
Ахирида сәһнигә көтирилгән мәзкүр чарә-тәдбирниң тәшәббускари һәм уюштурғучиси Панфилов наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Реһимҗан Тохтахунов тәвәллуд егисиниң һөрмитигә жирақ-йеқиндин келип, сәмимий тиләклирини ейтқан барлиқ меһманларға миннәтдарлиғини билдүрди.
Ершат ӘСМӘТОВ.
Панфилов наһийәси.
1482 рет
көрсетілді0
пікір







