- УЙҒУР АВАЗИ
- 18 Шілде, 2011
Бәш жилдин бери тәрхәмәк өстүрүватиду
«Гольдпродукт» — елимиздики мәһсулат йетиштүридиған вә уни қайта ишләп, херидарға сүпәтлик йәткүзүп беридиған чоң холдингларниң бири. Униң паалийәт даириси интайин кәң болуп, каучук вә синтетикилиқ турмуш буюмлирини ишләп чиқириш, химиявий тазилаш қошулмилирини тәйярлаш, шундақла көктатчилиқ вә бағвәнчилик саһалири билән шуғуллиниду.
Йеқинда биз мошу холдингқа қарашлиқ «Экоагропродукт» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң муавин мудири Яковь Иванович Фунц билән Қизил Шәриқ йезисиниң етизлиғида учришип, уни сөһбәткә җәлип қилдуқ.
— Биз һазир Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ақчи, Маловодное, Қазақстан вә Қизил Шәриқ йезилирида помидор, чәйзә, тәрхәмәк, шундақла сортлуқ үзүмләрни өстүрүш билән шуғуллиниватимиз. Биз бу ишларни йәрлик аһалини җәлип қилиш арқилиқ әмәлгә ашуруватимиз. Қисқиси, озуқ-түлүк молчилиғини бәрпа қилиш билән биллә, хәлиқни иш билән тәминләш мәсилисини оңушлуқ һәл қиливатимиз, — деди у биз билән болған сөһбәттә.
Мәзкүр ширкәтниң мошу Қизил Шәриқ йезисида тәрхәмәк өстүрүп келиватқиниға бийил бәш жил бопту.
— Бизниң тәвәниң һава райи тәрхәмәк өстүрүшкә қолайлиқ екәнлиги билән пәриқлиниду, — дәйду биз билән етиз бешида учирашқан бригадир Қантай Талишева. — Бийилқи алаһидилик шуки, тәрхәмәк, адәттикидәк йәрдә әмәс, һәр бир чөнәккә орнитилған сеткиларда уч тартиду. Ениғирағи, пеләкләр сеткиға ямишип жуқуриға қарап өсиду. Униң әвзәллиги шуки, һава алмишиш җәрияни йениклишиду, һосул бирдинла көзгә чүшиду, әң муһими, тәрхәмәк сесимайду.
Бийил мәзкүр бригадида 10 гектар йәрдә голландиялик «Аякс» сорти өстүрүлүватиду. Бригадида әмгәк һәққи ишлигән ишниң мөлчәригә қарап, һәр айниң ахирида турақлиқ төлиниду. Әнди сирттин җәлип қилинғанларға әмгәк һәққи һәр күни иш ахирида берилиду.
Жиғилған һосул мәхсус стандартқа мувапиқ сортлинип, қачиланғандин кейин, Тургүндики йәл-йемиш вә көктатни қайта ишләш заводиға әвәтилип, әйнәк қачиларға чилаш җәриянидин өтиду. Андин сода орунлириға йәткүзүлиду.
Баш-учи көрүнмәйдиған тәрхәмәкликтә ишләватқан жигит-қизларниң җараңлиқ күлкилири билән хушхой чақчақлири етизлиқни чаң кәлтүрүп, коллективлиқ әмгәкниң әвзәллигини намайиш қилип туриду.
Мәһәмәтҗан ҺАПИЗОВ.
СҮРӘТТӘ: етизда иш қизғин.
Әмгәкчиқазақ наһийәси.
892 рет
көрсетілді0
пікір






