Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 25 Шілде, 2011

Тәшәккүр изһар қилимиз

d182d0b8d0bbd0b5d0ba

Өзиниң киндик қени төкүлгән жутидин ташқирида жүрсиму жути үчүн көйинидиған, униң тәғдиригә бепәрва қаримайдиған адәмләр аз әмәс. Әйнә шундақ сахавәтлик, меһри дәрия инсанларниң бири — Уйғур наһийәсиниң Ават йезисида туғулған, һазир Алмутида истиқамәт қилидиған иш биләрмән тиҗарәтчи Тиләпҗан Йүсүповтур. Уйғур җамаәтчилиги уни шундақла миллий мәдәнийитимиз тәрәққиятиға бир кишилик үлүшини қошуп келиватқан милләтпәрвәр шәхс сүпитидиму яхши тонуйду.

Һәр қандақ җәмийәттә сағлам һаят тәризигә алаһидә көңүл бөлүниду. Болупму униң яш әвлат тәрбийисидә чоң роль ойнайдиғанлиғи һәммимизгә мәлум. Мошу нуқтәий нәзәрдин қариғанда Тиләпҗан Йүсүпов тилға аларлиқ ишларни әмәлгә ашурмақта. Мәсилән, униң һамийлиғида жутимиздики көплигән яшлар спорт саһасида муваппәқийәт қазинип кәлмәктә. Шәриқниң йәкму-йәк күрәшлири бойичә наһийәлик һәм вилайәтлик мусабиқиларда утуқ қазанған Артем Қурбанов билән Тимур Һәмраев, шундақла 2006-2007-жиллири Грециядә, 2008-жили Венгриядә мукапатлиқ орунларни егиләп қайтқан Имәрҗан Идуллаевлар шулар җүмлисидиндур. Йәнә бир тәкитләп өтидиған нәрсә, ушбу сахавәтлик инсан тәрипидин йезимиздики «Үмүт» спорт өмигиниң 10 спортчисиға мәхсус форма, йәкму-йәкликләр өткүзүлидиған ринг (баһаси 6 миң доллар), мәктәпниң мәҗлисләр залиға көләмлик гиләм һәдийә қилинди. Тиләпҗан акиниң буниңдин башқиму хәйрихаһлиқ ишлири йетәрлик.

Биз йезимизниң иҗтимаий-мәдәний тәрәққиятиға мунасип үлүшини қошуп, көпчиликниң алқишиға сазавәр болуватқан мәрт-мәрданә инсан Тиләпҗан Йүсүповқа жутдашлар намидин чәксиз миннәтдарлиғимизни билдүрүп, униңға мустәһкәм саламәтлик һәм ишлириға муваппәқийәтләр тиләймиз.

Гүлвира ТОХТИБАҚИЕВА,

Һ.Искәндәров намидики Ават оттура мәктиви мудириниң тәрбийә ишлири бойичә орунбасари.

Уйғур наһийәси.

751 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз