Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 11 Қаңтар, 2011

Сөзидин иши көп

d0b8d0bcd0b8d0bdd0b6d0b0d0bd3Иминҗан акиниң ата-аниси Қизил Ғәйрәткә көчүп кәлгәндә, у он яшта еди. Ғени батурниң сәпдиши болған Әквәр ата оғлини йезидики уйғур оттура мәктивигә йетиләп апарди. Шу вақитта Әквәр ака оғлиниң бешини сийпап «Өз ана тилиңда билим алсаң, миллитиңни сөйидиған инсанлардин болуп йетилисән» дегән еди.

— Кичигимдә дадамниң бу сөзлириниң мәзмун-маһийитигә анчә чөкүп кәтмигән екәнмән, — дәйду Иминҗан ака сөһбәт ара. — 85 жиллиқ тарихқа егә мәктивимиз дәсләп таза уйғур тилида болса, кейин у рус мәктивигә айланди. Һазир арилаш болуп, балилар үч тилда — қазақ, уйғур вә рус тиллирида билим алиду. Бәзидә олтирип мәктәптин һәр жилларда учум болған балиларни бир-бири билән селиштуримән. Пәриқ қәдимкидәкла байқилиду. Чүнки уларниң ичидә алий оқуш орунлириға чүшәнкәнләрниң көпчилигини қазақ вә уйғур синиплирини тамамлиғанлар тәшкил қилиду. Ана тилида билим алған Иминҗан Тохтахунов, мәктәптин кейин техникилиқ училищеда тәһсил көриду. Йеқинда болған сөһбитимиз җәриянида у өзиниң асасий кәспигә анчә тохтилип кәтмиди. Амма җәмийәтлик ишлар һәққидә зерикмәйла сөзлиди. Байқиғиним, акимизниң қуруқ сөзидин әмәлий ишлири көп. Буниңдин 23 жил илгири жутдашлири уни Талғир наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң Қизил Ғәйрәт йезисидики шөбисиниң рәиси қилип сайлиғанда хаталашмиған екән. Мана шуниңдин бери униңға «мәдәнийәтлик адәм» дегән тәхәллус сиңишип кәтти. Чүнки у йезида лавазимиға лайиқ көп ишларни атқуруп кәлмәктә. У алди билән мәктәптики уйғур синипида билим алидиған балиларниң санини көпәйтиш үчүн көп күч салди. Бийил Иминҗан ака қизилғәйрәтлик һамийларни җәлип қилип, мәктәп йенидин уйғур тилида 25 орунлуқ балилар бағчисини ечип, жутдашлирини хошаллиққа бөлиди.

Җумһурийәт даирисидә бирәр мәдәний чарә-тәдбир өтсә, униң иккинчиси Қизил Ғәйрәттә уюштурулатти. Униң бешида йәнә шу Иминҗан акимизни көримиз. «Анилар мәйрими», «Һошшәрә, яш талантлар», «Сағлам һаят тәризи» шулар җүмлисидиндур.

Униңдин башқа Йеңи жил, 8-Март, Норуз, 9-Май, мустәқиллик күни охшаш әнъәнивий мәйрәмләрдиму у жутдашлириниң бешини қошуп, бу хилдики муһим сәнәләрни биллә нишанлашни адәткә айландурди.

Дайим йеңилиқ издәшкә адәтләнгән Иминҗан ака бийил йәнә бир йеңи мәрасимниң тәшәббускари болди. У Қазақстандики уйғурлар һаятида дәсләпки қетим «Көк чөшүрә» мәйримини уюштурди. Униңға жирақ-йеқиндин болуп, миңға йеқин адәм қатнашти. Бедә, ялпуз, чаққақ охшаш шипалиқ өсүмлүкләрдин тәйярланған уйғурниң көк чөшүрисидин башқа милләтләрниң вәкиллириму еғиз тәгди. Меһманлар пәқәт тамақ йәпла қоймай, уйғурниң миллий нахша-сазлирини тиңшап, әвришим уссуллирини тамашә қилди. Әҗдатлиримиздин мирас болуп келиватқан миллий урпи-адәтлиримизни көрүп бәһримән болушти. Иминҗан акимиз бу қетимму мәхситигә йәтти. Чүнки у миллий мәдәнийитимизни тәрәққий әткүзүшкә бар күч-ғәйритини сәрип қиливатқан инсанлардин.

Әтә-өгүн Қизил Ғәйрәттә йәнә бир той өтмәкчи. Бу қетим Иминҗан ака төригә олтирип, дост-бурадәрлири хизмәт қилиду. Миллитимиз җан көйәри вә униң рәпиқиси Дилбәр бийил атмишниң үзини көрди.

Бәхтишат СОПИЕВ.

Талғир наһийәси.

669 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз