Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • TENGE MONITOR
  • 30 Сәуір, 2010

Нәшрият төһписи «Тәсвирий сәнъәт асаслири»

d0b8d182d0b0d185d183d0bdd0bed0b2-d0bcМарис Һетахунов — Қазақстан тәсвирий сәнъитиниң, ђүмлидин уйғур рәссамчилиғиниң тарихида көзгә көринәрлик из-тамға қалдуруп кәткән талантлиқ рәссам еди. У һаятиниң ахирқи он бәш жили ђәриянида рәссамчилиқ билән бир қатарда язғучилиқ паалийәтниму кәспий дәриђидә өзләштүрүп, бәдиийлиги жуқури «Сирлиқ аләм» һекайиләр топлими билән чоңқур психологиялик характерға егә «Әлвида, яз» романиниң муәллипи аталди. Униң һәм тәсвирий сәнъәт, һәм әдәбият саһалиридики әсәрлири оқуғучилар тәрипидин қизғин қобул қилинип, жуқури баһаға егә болди. Әгәр тәғдир Марис акиға йәнә азирақ һаят һәдийә қилғинида, бизниң һәр икки саһа бойичә униң йеңи-йеңи әсәрлири билән үз көрүшүшимиз чоқум еди. Әпсус, талантлиқ әдип көңлигә пүккән ойлирини әмәлгә ашуруп үлгирәлмиди — шәпқәтсиз әђәл уни аримиздин бәкму әтигән елип кәтти... Йеқинда «Мектеп» нәшриятида Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Марис Һетахуновниң вапатидин он алтә жил өткәндин кейин, униң қәлимигә мәнсүп болған «Тәсвирий сәнъәт асаслири» намлиқ китап йоруқ көрди.

Шуни қәйт қилиш керәкки, тәсвирий сәнъәт вә рәсим сизиш бойичә ана тилимизда йезилған бу тунђа әмгәкниң қол язмиси 1991-жили Қазақстан Пәнләр академияси Уйғуршунаслиқ институтиниң әдәбият вә сәнъәт бөлүмидә, шундақла Қазақстан Ђумһурийити Хәлиққә билим бериш министрлигиниң ђумһурийәтлик оқутуш-методикилиқ кеңишидә муһакимә қилинип, нәшир қилишқа тәвсийә қилинған еди. Амма өткүнчи дәвирдә барлиқ саһаларда орун алған қийинчилиқлар вә әдип саламәтлигиниң начарлишиши түпәйли, бу китап йоруқ көрмигән еди. Мана әнди жиллар өтүп, мәзкүр әмгәкни әдипниң қизлири — Ә.Қастеев намидики рәссамчилиқ мәктивиниң оқутқучиси Адаләт вә хәлиқ ара дизайн мәктивиниң вә түрк тиллиқ шәхсий мәктәпниң оқутқучиси, рәссам Муһәббәт Һетахуновалар қайтидин рәтләп вә рәсим-сүрәтләр билән толуқтуруп, ата хатирисигә беғишлап, өз мәблиғи һесавиға нәширдин чиқарди. Марис Һетахунов бу китапта оқуғучиларниң һаятида эстетикилиқ тәрбийиниң муһим роль атқуридиғанлиғини көздә тутқан һалда, тәсвирий сәнъәт асаслири һәққидә әтраплиқ сават-чүшәнчә бериду. Муәллипниң бу әмгәккә зор ђавапкәрлик билән яндишип, уни йезиш ђәриянида көп издәнгәнлиги бирдин байқилиду. Китапта тәсвирий сәнъәт бойичә хәлқимизниң көп әсирлик тарихий мираслириға, шуниң билән биллә рәсим сизишниң сирлиқ алимигә йеңидин тәлпүнгән һәвәскар рәссамларниң яш алаһидиликлиригә алаһидә көңүл бөлүнгән. Бу кимни болсиму ойландуруп, мулаһизигә салидиған, чоңқур философиялик ой-тәпәккүргә егә әмгәк, дәп аташқа толуқ асас бар. Муһими, у вәтәнпәрвәрлик мавзуси миллий роһ билән чәмбәрчас жуғирилған көплигән рәсим-сүрәтләр билән безәлгән. Хуласиләп ейтқанда, «Тәсвирий сәнъәт асаслири» китавини қолиға алған оқуғучиниң қедимий уйғур тәсвирий сәнъити билән бенакарлиғиға вә уйғур хәлиқ әмәлий сәнъитигә мунасивәтлик көплигән мәлуматлардин хәвәр тапидиғанлиғи сөзсиз. Ана тилимизда тәсвирий сәнъәт мавзусиға беғишлинип йоруқ көргән бу тунђа әмгәкниң уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрниң пән муәллимлири вә оқуғучилири үчүн қошумчә қолланма сүпитидә интайин пайдилиқ болидиғанлиғи, шундақла барлиқ тәсвирий сәнъәт мухлислириниң аң-сәвийәсини, билим даирисини техиму кәңәйтидиғанлиғи чоқум. Шәмшидин АЮПОВ.

1848 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз