Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • TENGE MONITOR
  • 30 Сәуір, 2010

Әбәдийләштүрүш Язғучиниң қәбригә бюсти орнитилди

d0b1d18ed181d18212

Көрнәклик язғучи Турған Тохтәмовниң вапат болғиниға бир жил толди. Шуниңға мунасивәтлик йеқинда әдипниң Алмута шәһиридики Достлуқ мәһәллисиниң қәбирстанлиғидики қәбригә бюсти орнитилди. Униң ечилиш тәнтәнисигә мәрһумниң қәләмдашлири, уруқ-туққанлири, әл-ағинилири билән жутдашлири қатнашти.

Жиғинни Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси Әхмәтђан Һаширов киришмә сөз билән ечип, Турған Қасим оғлиниң тәрђимә һали вә иђадий паалийити һәққидә қисқичә ейтип өтти. Андин сөзгә чиққан пешқәдәм язғучи Мәсүмђан Зулпиқаров, Қазақстан Язғучилар иттипақиниң кативи Султан Қалиев, Панфилов наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Реһимђан Тохтахунов, язғучиниң студентлиқ дәвирдики ағиниси Исмайил Абдурахманов вә башқилар мәрһум тоғрилиқ хатирилири билән ортақлашти. Ахирида сөзгә чиққан Т.Тохтәмовниң қериндиши, язғучи Султан Ђамал мәзкүр бюстни ясиған һәйкәлтарашлар Мәһәммәтђан Абдуллаев билән Әркин Мәмәтбақиевқа, тәнтәнигә қатнишип, иллиқ ләвзилирини изһар қилған шәхсләргә мәрһумниң аилиси вә қериндашлири намидин сәмимий миннәтдарлиғини билдүрди. Тәнтәнидин кейин мәрһумниң роһиға атап нәзир берилди. Ершат ӘСМӘТОВ. Бәхтишат СОПИЕВ чүшәргән сүрәт.

668 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз