Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 30 Сәуір, 2010

Дөләт рәһбири Алмутини зиярәт қилди

d0b2d0b5d182d0b5d180d0b0d0bdd18bНурсултан Назарбаев өткән һәптидә ђәнубий пайтәхткә қилған сәпири ђәриянида, биринчи новәттә, шәһәрниң асасий объектлириниң бири болған метрополитен қурулушиниң кетип бериши билән тонушти. Андин кейин Президент «Қазақстан Хәлиқ банки» акционерлиқ ђәмийитиниң йеңи заманивий комплексини вә қурулуш ишлири жүргүзүлүватқан «Бухар Жырау Тауэрс» комплексини зиярәт қилди. Сәпириниң ахирида Улуқ Вәтән урушиниң ветеранлириға пәтир ордерлирини тапшурди.

Алмутилиқларниң йәр асти транспортидин қачан пайдилинидиғанлиғи вә униң үчүн қандақ чариләрниң көрүлүватқанлиғи тоғрилиқ Дөләт рәһбиригә «Алматыметро қурылыс» акционерлиқ ђәмийитиниң баш мудири Мурат Өкшебаев сөзләп бәрди.— Һазирқи вақитта барлиқ тоннельлар толуқ аяқлашти. Бәш станциядә асасий вә ички конструкцияләрни орнитиш ишлири тамамланди. Бу күнләрдә поездларни ишләп чиқарған заводта уларни комплекслиқ синақ қилиш жүргүзүлүватиду. Улар 2010-жилниң июнь — август айлирида йәткүзүлиду, — дәп һесават бәрди Мурат Өкшебаев. Президент метрополитен қурулушидики иш сүръитигә қанаәт һасил қилғанлиғини тәкитлиди. — Қазақстан мустәқиллигиниң 20 жиллиғиға даир биз метрополитенни пайдилинишқа берип, алмутилиқларни хошал қилимиз, — дәп билдүрди Нурсултан Назарбаев. Андин кейин Президент «Қазақстан Хәлиқ банки» акционерлиқ ђәмийитиниң йеңи заманивий комплексини зиярәт қилди. Нурсултан Назарбаевқа банкниң 2009-жилқи малийә көрсәткүчлири тонуштурулди. Илгири хәвәрләнгинидәк, өткән жилда банк активлири 22,5 пайиз, таза кирим 9,1 пайиз өсти вә 15,9 миллиард тәңгини тәшкил қилди. Шундақла Президент «Бухар Жырау Тауэрс» турушлуқ өй комплексида болди. Мәзкүр турушлуқ комплекс 22 қәвәтлик төрт бенадин ибарәт. Лайиһә бюджети 20 миллиард тәңгини тәшкил қилиду. Бу ахчиниң 10 миллиард тәңгисини пай салғучиларниң ахчиси, 5 миллиард тәңгини «Казкоммерцбанкниң» заем мәблиғи вә 5 миллиард тәңгини «Самруқ-Қазына» Миллий паравәнлик фондиниң мәблиғи тәшкил қилди. Алмутиға қилған сәпириниң рәсмий қисминиң ахирида Нурсултан Назарбаев бир топ Улуқ Вәтән урушиниң ветеранлири билән учрашти. Қазақстан Президенти уларға фашизм үстидин қазинилған Ғалибийәткә һәссә қошқанлиғи үчүн тәшәккүр изһар қилди вә йеңи пәтирләрниң ордерини һәм Ғалибийәтниң 65 жиллиғи медалини тапшурди.

1081 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз