Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 11 Мамыр, 2010

Вақит беғәмликни көтәрмәйду

Йеқинда Маливай оттура мәктивидә мошу билим дәргаһида оқуп, һазир кәң җамаәтчиликкә тонулған бир топ зиялилар билән учришиш өткүзүлди. Униңға мәктәп коллективи билән жуқарқи синип оқуғучилири вә жут мөтивәрлири қатнашти.

Шу учришишта сөзгә чиққан Алмутидики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң мудири вә ҖУММ йенидики Уйғур мәктәплири ассоциациясиниң рәиси Шавкәт Өмәров Бир туташ миллий тестниң алаһидилиги, уйғур балилириниң бу тест синиғиға қатнишиши лазимлиғи, буниң һаят тәливи екәнлигини алаһидә қәйт қилди.

— Әпсуски, — деди натиқ сөзини давамлаштуруп, — техичила көплигән мәктәпләрниң бу муһим мәсилигә беғәмлик билән яндишиватқанлиғи кишини ечиндуриду. Әгәр билсәк, бу бизниң балилиримизниң келәчиги. Бу — билим сапасини көтиришкә елип баридиған йол. Буни чүшинидиған вақит аллиқачан йәтти. Биз балилиримизниң тестқа йүз пайиз қатнишишини тәминлишимиз лазим.

Шуниңдин кейин мемарчилиқ пәнлириниң доктори, академик Бәкрим Ғлавдинов, йеза егилиги пәнлириниң намзити Әркин Әршидинов, техника пәнлириниң намзити Кәрим Исрайилов, Алмутидики Мәсим Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң мудири Хуршидәм Ниязова сөз елип, жуқуридики пикирни һәртәрәплимә қоллайдиғанлиғини, шундақла өзлири оқуп, билим алған Маливай оттура мәктивиниң маддий-техникилиқ базисини мустәһкәмләшкә, оқуш сапасини техиму яхшилашқа йеқиндин ярдәмдә болидиғанлиғини изһар қилди.

Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, исми аталған шәхсләрдин ташқири тарих пәнлириниң намзити, мәрһум Һаҗиғулам Баһамов, узун жиллар Хәлиқ егилиги институтида устазлиқ қилған қабилийәтлик математик Нуридин Һезияров, мәзкүр мәктәптә мудир болуп ишлигән, шу жилларда бир нәччә оқуғучиниң «Алтун бәлгү» елишиға нурғун күч чиқарған, бу күнләрдә И.Саттаров намидики мәктәпни үлгилик мәктәпләр қатариға қошқан, маарип әлачиси Мәһәммәтҗан Турсуновму мошу йезидики мәктәптә өз ана тилида билим алғанлар. Демәк, «Уйғурчә оқуп нәгә бариду?» дәйдиған бәзи аң-сәвийәси төвән қериндашлиримизға буниңдин ошуқ испат болмиса керәк.

Өткән жилниң күз пәслидә Шавкәт Өмәров башлиған бир топ зиялиларниң Қизил Шәриқ йезисидики М.Әвезов намидики вә Қаратуруқтики оттура мәктәпләрдиму мошу йосундики учришишлири өткүзүлгән еди. Шуниңдин кейин иҗабий өзгиришләр йүз берип, һәр икки мәктәптики балилири рус синиплирида оқуватқан ата-анилар, болупму муәллимләр үлгә көрситип, пәрзәнтлирини өз ана тилида оқуйдиған синипларға авуштурған еди. Буни әслитип олтарғинимниң сәвәви, мошу күнләрдә Маливай йезисидин 43 нәпәр қара көзимиз хошна Бижанов мәлисидики М.Мақатаев намидики мәктәпниң рус синиплириға берип оқуватиду. Әлвәттә, өз пәрзәндини қайси тилда оқутимән десә, һәр бир ата-аниниң өз әрки.  Лекин, шундақтиму биз алди билән, өзимизниң қайси мәмликәттә яшаватқанлиғимизни, дөләт тилиниң қәдрини, андин өз ана тилини техи дегәндәк өзләштүрүп кетәлмигән гөдәклиримизниң тәғдирини биринчи орунға чиқиришимиз керәк.

Әгәр биз ана тилимизни мукәммәл өзләштүрсәк, дөләт тилида бемалал сөзләп, паалийәт елип баралаймиз. Бу бизниң башқиларға нисбәтән чоң артуқчилиғимиз. Әгәр рус тилиниң милләтләр ара мунасивәт қилиш тили екәнлигини инавәткә алсақ, уни Маливайдики мәктәптиму үгинишкә болидиғу. Чүнки һазирчә һәммә мәктәпләрдә рус тили оқутулиду. Мошу тәрәплирини ойлиғанда, әшу бир йезидин йәнә бир йезиға берип оқуватқан наресидиләргиму, уларниң ата-анилириғиму ичиңиз ағрийду. Башқисини ейтмиғанда, қишниң соғлирида балисини дүгдәритип, бир йезидин иккинчи бир йезиға апирип-әкелидиған ата-аниларниң өзлириниң машиниси болған һаләттиму, униңға, биринчидин, вақит керәк, иккинчидин, бензин сетивелиш керәк. Техникиниң ети техника, әгәр пәвқуладдә машиниси бузулуп қелип, башқа машина тепилмай қалған чағдики ата-аниниң һалини көз алдиңизға кәлтүрүп көрүң.

Йеқинда әшу Бижанов йезисидин Байсейитқа қарап кетиватқинимда, икки оқуғучи қол көтирип қалди. Машинини тохтитип, уларни еливалдим. Йол бойи сөзлишип келиватимиз.

— Нәдин келиватисиләр?

— Мәктәптин.

— Нәччинчи синипта оқуйсиләр?

— 8-синипта.

— Нәгә маңдиңлар?

— Байсейитқа.

— Байсейитта мәктәп йоқму?

— Бар, бирақ биз русчә оқуймиз.

— Силәргә охшаш русчә оқуйдиғанлар көпму?

— Йетәрлик.

Сөз билән болуп Байсейитқа йетип кәлгинимизни сәзмәй қаптимән. Һәр иккилиси йезиниң четидә чүшүп қалди.

— Балилирим, — дәп мураҗиәт қилдим, улар чүшүватқанда. — Өйгә барғанда ата-анаңлардин: «Мән мәктәпни тамамлиғандин кейин қәйәргә оқушқа әвәтисиләр? Москвағиму яки Санкт-Петербургқиму?», дәп сораңлар. Әгәр улар: «Яқ биз сени Алмутиға яки Астанаға әвәтимиз» десә, кечикмәй турғанда, җапа тартмай өз мәктивиңларға йенип келиңлар.

Алдираш болғинимға қаримай, Исмайил Тайиров намидики Байсейит оттура мәктивигә йолуқуп кетишни нийәт қилдим. Тәлийимгә мәктәп мудири Турсунҗан Манапов иш орнида екән, течлиқ-аманлиқтин кейин, йолдики вақиәни сөзләп бәрдим.

— Әпсус, бизниң йеза активистлириниң шунчә күч чиқиришиға қаримай, қелиплашқан бу әһвални үзүл-кесил йоқитиш мүмкин болмайватиду. Аримизда жирақни көрмәйдиған ата-анилар техичә бар. Бу мәсилигә һәр жили җиддий әһмийәт бериватимиз. Лекин у ахириғичә һәл болмайватиду, — деди мениң сөзүмгә җававән мәктәп мудири.

Көрүп туримизки, бу миллий ғурури үстүн, Сейит Муһәммәт Қашийдәк бовилиримиз макан қилған тәвәрүк жуттики вәзийәт. Әнди башқа жутлардики әһвални ейтмисақму, чүшинишлик. Бу һәқтә нурғун қетим йезилди вә йезилмақта. Лекин алға илгириләш, һаятқа маслишиш наһайити сус.

 Биздә биләрмән көп, билидиғанлар аз. Әгәр әһвал мошундақла мурәккәп петичә қаливеридиған болса, кәлгүсидә аримиздин данишмән чиқмақ түгүл «мән уйғур» дәйдиған адәм қалмайду. Бу испатлашни тәләп қилмайдиған һәқиқәт. Мана мошуниң һәммиси наданлиқниң, миллитини сөймәсликниң, әвлат тәғдиригә көйүнмәсликниң ақивити болмай немә?

Мақалә мавзусиға мунасивәтлик болмисиму, сөз миллий ғурур һәққидә болуватқанлиқтин, мону мисалларниму кәлтүрүп өтүшни мувапиқ көрүватимән. Кейинки вақитларда әдәбий әсәрләрни оқуйдиған китапханларниң сани кәскин азийип кәтти. Карван беши һесаплинидиған бирдин-бир җумһурийәтлик рәсмий гезит «Уйғур авазиға» муштири топлаш үчүн өйму-өй кирип, тәшвиқ қилиш керәк. Һәтта Уйғур театриниң айда, жилда бир қойилидиған концертлириға киридиған хуштимиз йоқ. Бу роһий гадайлиқниң гирдавида турғанлиғимизниң нишани әмәсму.

Шундақ екән, әнди, әң болмиғанда, яш әвлатни бу илләттин қутулдурушимиз һаҗәт. Униң бирдин-бир йоли йәнила ана тил, миллий мәктәп. Вақит беғәмликни көтәрмәйду. Шуңлашқа һәммимиз болуп, бу муһим мәсилигә җиддий әһмийәт бәрмисәк болмайду.

Мәһәммәтҗан ҺАПИЗОВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

 

884 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз