Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 11 Мамыр, 2010

Йүздин жүгрүкләр

Йеқинда Мөмүн Һәмраев намидики Чарин оттура мәктивидә җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң (ҖУММ) уюштуруши, наһийәлик билим бөлүминиң қоллап-қувәтлиши билән билим вә сәнъәт бойичә VІ наһийәлик фестиваль болуп өтти. Байқашқа уйғур тилида паалийәт елип баридиған 21 мәктәпниң оқуғучилири қатнашти.

 Бу күни Чаринниң чоң кочилири һәқиқий мәйрәмни әслитәтти. Болупму мәктәп һойлиси гәвҗүм. Көпчилик фойедики мәктәп нәпәсидин һекайә қилидиған стендларни көздин кәчүрди, синипларниң безилиши билән тонушти. Әнди саат онда үч ханиға бөлүнгән 11-синипниң 53 оқуғучиси қазақ, уйғур тиллири, биология, математика вә тарих пәнлири бойичә тест синиғиға киришти. Сайипханлар меһманларға мәҗлис залида мәктәп сәнъәт һәвәскарлириниң концертини һавалә қилди.

Чүштин кейин саат иккидә Чарин йезилиқ Мәдәнийәт өйидә фестивальниң рәсмий қисми башланди. Уни М.Һәмраев намидики Чарин оттура мәктивиниң мудири Пәрзәнәм Латипова киришмә сөз билән ачти. Дәсләп наһийә һакиминиң орунбасари Д.Деменбаев сөзгә чиқип, ҖУММға мошу хилдики муһим чарә-тәдбирләрниң тәшәббускари болуп, турақлиқ өткүзүп келиватқанлиғи үчүн миннәтдарлиқ изһар қилди вә наһийәниң әтики күндики абройини бүгүнки яшлар көтиридиғанлиғини тәкитләп, билим вә сәнъәт бәйгисигә қатнашқучиларға утуқ тилиди. Наһийәлик билим бөлүминиң башлиғи В.Сейдахметова, Чарин йезисиниң һакими А.Розиев, наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси З.Мәмиров, язғучи Ә.Һаширов бүгүнки фестивальға даир өз ойлири билән ортақлашти. Шуниңдин кейин сәһнигә Социалистик Әмгәк Қәһримани Раһиләм Сейитова тәклип қилинип, униңға ҖУММ намидин телевизор соға қилинди. «Айдин тур» ширкитиниң мудири Бостан Ғазиева бир топ оқуғучиларни ҖУММниң Пәхрий ярлиқлири билән тәғдирлиди. ҖУММ Маарип кеңишиниң рәиси, көрүкни өткүзүш комиссиясиниң рәһбири, филология пәнлириниң доктори Алимҗан Тиливалди болса, фестивальниң әһмийитигә  тохтилип, көпчиликни униң қаидә-тәләплири билән тонуштурди.

Шундақ қилип, сәнъәт вә поэзия байқиши қизғин башлинип, у кәчки саат алтиләргичә давамлашти. Мана бу бәйгиму пәллигә йетип, рәсимләр көргәзмисини рәссам К.Зулпиқаров башқурған қазилар баһалиди. Бу номинация бойичә алдинқи орунлар Түгмән оттура мәктивиниң оқуғучиси А.Турдәкова билән М.Һәмраев намидики мәктәпниң шагирти А.Талиповаға берилип, уларға телевизор соға қилинди.

А.Тиливалди 30ға йеқин һәвәскар рәссамға сертификатлар, наһийәлик билим бөлүминиң башлиғи В.Сейдахметоваға Билим вә пән министрлигиниң тәшәккүрнамисини тапшурди. Шундақла спортниң волейбол түридин әң яхши һуҗумчи дәп етирап қилинған вә вилайәтлик талланма командисиниң әзаси, Чарин оттура мәктивиниң 11-синип оқуғучиси Г.Исмайилованиң бойниға медаль асти.

Поэзия номинацияси бойичә үмүткарларни язғучи-драматург Ә.Һаширов, шаир вә язғучи Ә.Исрапилов баһалиди. Мәзкүр номинациядә Г.Тиливалдиева, М.Һәмраҗанова, Г.Қәһриманова үч мукапатлиқ орунларни йеңивелип, телевизор вә DVDға сазавәр болди. Бир топ һәвәскарларниң шеирлири сертификатлар билән тәғдирләнди. Әнди Сәнъәт номинацияси бойичә ғалипларни ҖУММ рәисиниң орунбасари Ә.Әхмәтова мукапатлиди. Алдинқи икки орунға Ақтам вә Һ.Искәндәров намидики Ават оттура мәктәплириниң сәнъәтчилири сазавәр болди.

Тест номинацияси бойичә баш мукапат — О.Умшвайф намидики медаль билән ахчилиқ соға Илия Бәхтия намидики 3-Чонҗа уйғур оттура мәктивиниң оқуғучиси А.Сопиеваға тапшурулди. Иккинчи вә үчинчи орунларни Чоң Дехан оттура мәктивиниң оқуғучилири Г.Имашева билән Н.Розахунова бөлүшти. Узунтам оттура мәктивиниң оқуғучиси Р.Ромашева, И.Бәхтия намидики 3-Чонҗа уйғур оттура мәктивиниң шагирти М.Супиляров, Дардамту оттура мәктивидин П.Абдуллаев, Шерин оттура мәктивиниң оқуғучиси М.Молутова, А.Розибақиев намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Н.Кебирова маддий соғилар билән рәғбәтләндүрүлди.

Умумән, ҖУММниң тәшәббуси билән өткүзүлүватқан мундақ чарә-тәдбирләр мәзкүр тәшкилатниң миллий маарипимизға диққәт бөлүшни өз паалийитиниң асасий йөнилишлириниң бири екәнлигини намайиш қилиду. Миллий мәктәпләрниң оқуғучилириму униңға паал қатнишип, жилдин-жилға өз көрсәткүчлирини яхшилап келиватмақта.

Нурмәһәммәт ИХАЗОВ.

Уйғур наһийәси.

 

654 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз