Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 17 Мамыр, 2010

Җасаритиңлар мәңгү өчмәйду

МДҺ мәмликәтлириниң президентлири Улуқ Вәтән урушидики Ғалибийәтниң 65 жиллиғиға мунасивәтлик мураҗиәт тарқатти.

«Жиллар өтсиму, бизниң хәлиқлиримиз җасаритиниң улуғварлиғи өчмәйду. Вақит бизни шу вақиәләрдин қанчә жирақлатқансири, келәчәктә һаят кәчүрүш һоқуқини қоғдап қалған Ғалибийәт солдитиниң тарихий борчиниң әһмийитини шунчилик ениқ чүшинишкә болиду. Шуңлашқиму биз Һәмдостлуқ дөләтлириниң вә дуния бирләшмисиниң хәлиқлиригә мураҗиәт қилип, дөләтлиримиздә аман-есән яшаватқан ветеранларға рәхмәт ейтимиз», дейилиду МДҺ мәмликәтлири рәһбәрлириниң мураҗиитидә.

Мураҗиәттә шундақла барлиқ хәлиқләрниң ғалибийәтни қолға кәлтүрүштә җипсилиқ көрсәткәнлиги тәкитлиниду.

«Бизниң хәлиқлиримиз фронтта вә арқа сәптә җанпидалиқ, қәһриманлиқ вә вәтәнпәрвәрлик, мисли көрүлмигән бәрдашлиқ көрсәтти, уларсиз ғалибийәтни қолға кәлтүрүш мүмкин әмәс еди», дейилиду мураҗиәт мәтинидә.

 

 

896 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз