Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 17 Мамыр, 2010

Ана тилиги

d180d0b0d185d0b0d182d185d0b0d0bd-d0b0d0bfd0b02Улуқ Вәтән уруши жиллири қәһриманларчә күрәшкән атиларниң, арқа сәптә пидакаранә әмгәк қилған аниларниң әрлиги һеч қачан унтулмайду. Бүгүнки әвлат шу полат ирадилик атилар билән аниларға һөрмәт билдүрүп, мәдһийиләп, уларға ғәмхорлуқ қилишни өзлириниң инсаний борчи дәп һесаплайду.

Панфилов наһийәсиниң Чоң Чиған йезисидики оттура мәктәпниң муәллимлири билән оқуғучилири әйнә шуниңға әмәл қилған һалда йезидики сабиқ җәңчиләр билән қолиға қурал елип җәңләргә кирмисиму, арқа сәптә Ғалибийәт үчүн тәр төккән аниларниң һалидин хәвәр елип, улар билән учришишларни пат-пат уюштуруп туриду. Раһат Қомбақиева әйнә шундақ аниларниң бири.

— Уруш башланғанда 12 яшта едим. Мениң үчүн шу жилдин башлап мәктәп ишиги йепилди. Бари-йоқи 4-синипнила түгәттим. Атилиримиз билән акилиримизни мәйданға узитип, етиз-ериқ ишлири анилиримиз билән бизләргә қалди. Ахири кечә-күндүз арзу-арман қилған Ғалибийәткиму йәттуқ, — дәп өтмүшни әсләйду ана.

Мана, бийил әшу Ғалибийәт 65-қетим нишанлиниватиду. Лекин ана үчүн бийилқи Ғалибийәт мәйримини өмүрлүк җүпти, уруш ветерани Имәр ата Нурмәтов билән биллә атап өтүш несип болмиди. Ғалибийәт мәйрими һарписида Чоң Чиған оттура мәктивини тамамлаватқан 11-синип оқуғучилири устази Шаһибәм Зәйнавдинова билән Раһат аниниң қутлуқ өйигә кәлди. Улар аниниң һалидин хәвәр елип, һойла-арамлирини тазилап, жириғини йеқин қилди. Ана өзиниң нәврилиридәк болуп кәткән оқуғучиларға ақ йол тиләп, дуасини бәрди.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА.

Панфилов наһийәси.

692 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз