Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 28 Қыркүйек, 2010

Гезит вә журналларға 2011-жилға муштири топлаш башланди

«Уйғур авази» — хәлиқ авази

Һөрмәтлик гезитхан! Вақти келип, сехи күз бизгә йәнә сехи нурини чачмақта. Һә, дилимизни йорутуп, мәнивий тәшналиғимизни қандуруп келиватқан ана тилимиздики «Уйғур авази» гезитини келәр жили йәнә турақлиқ оқушимизға зәмин яритиш мошу пәсилниң әнчисигә тәәллуқ. Демәк, сехи күз сехи хәлқимизниң сехи нәшри — «Уйғур авазиға» йәнә муштири болушқа чақириду.

Шундақ екән, дәрһал чүшәнгән болсиңиз керәк, елимизда 2011-жил үчүн гезит вә журналларға муштири топлаш мәвсүми башланди. Ишәнчимиз камилки, Сиз «Уйғур авазиға» һеч иккиләнмәй йәнә муштири болисиз. Чүнки Сизниң томуриңизда уйғур қени бар, «Уйғур авази» болса, өз новитидә, Сизгә охшаш адәмләрниң җараңлиқ авази, аҗралмас һәмрайи, йеқин дости вә роһий байлиғи. Илаһим, сехи күз қәлбимизни техиму бейитсун, униң үчүн «Уйғур авазиға» муштири болуш купайидур.

Гезитимизниң бир жиллиқ йезилиш баһаси, өткән жилға нисбәтән, 20 — 30 тәңгигә әрзәнлиди. Шундиму сиз билән биз үчүн «Уйғур авазиниң» баһаси әмәс, униң сөзи, мәзмуни қиммәт. Шуниң үчүн, һөрмәтлик гезитхан, униңға муштири болушқа алдираң! 

«Уйғур авазиниң»

индекси 65357.

2011-жилға йезилиш баһаси:

Алмута шәһиридә — 1877 тәңгә 28 тийин;

вилайәтләр мәркәзлиридә — 2030 тәңгә  04 тийин;

наһийәләр мәркәзлиридә вә йезиларда — 2169 тәңгә 12 тийин.

692 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз