Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 28 Қыркүйек, 2010

Чегаридаш һәмкарлиқ мәркизи бәрпа қилиниду

041Өткән һәптидә Премьер-Министр Кәрим Мәсимовниң рәһбәрлигидики бир топ лавазимлиқ шәхсләр «Қорғас» хәлиқ ара чегаридаш һәмкарлиқ мәркизини» (ХЧҺМ) зиярәт қилди.

Мәлумки, «Қорғас» ХЧҺМ Қазақстан — Хитай дөләт чегарилири қийилишқан җайға орунлашқан. У Шанхай Һәмкарлиқ Тәшкилатиниң (ШҺТ) лайиһиси вә һазирчә дунияда тәңдиши йоқ чегаридаш һәмкарлиқниң трансмиллий лайиһиси болуп һесаплиниду. Бу Мәркәзниң геосәясий муһим әһмийәтлик җайға орунлишиши бир пүтүн концентрациялик комплексни қурушқа вә һәр хил мәхсәттики товарларни сетишқа, ШҺТға әза мәмликәтләр ара сода-ихтисадий һәмкарлиқни вә мәдәний алақиларни техиму тәрәққий әткүзүшкә асасий шәрт-шараит яритиду.

Премьер-Минстр хәлиқ ара әһмийәткә егә Мәркәзниң Қазақстан тәрәптики қисминиң қурулушиниң кетип бериши билән тонушти, пайдилинишқа берилиш алдида турған назарәт-өткүзүш пунктлирини вә узунлуғи 112 метрлиқ йеңи көрүкни көздин кәчүрди. 

Хитай билән содини яхшилашқа вә һәр икки дөләтниң транзитлиқ ихтидарини тәрәққий әткүзүшкә, шуниң билән биллә «Ғәрбий Европа — Ғәрбий Хитай» автомобиль йолиниң әмәлиятта орунлинишини тәминләшкә қаритилған бу лайиһиниң умумий баһаси 382,9 миллиард тәңгини тәшкил қилиду. Униң 73,7 миллиард тәңгиси җумһурийәтлик бюджетниң мәблиғи, 309,2 миллиард тәңгә болса, шәхсий инвестицияләрдур. Мәркәз Алмута вилайити Панфилов наһийәсиниң вә ХХҖ ШУАР Или-Қазақ автоном облусиниң Қорғас шәһәр-порти территориясидики заманивий хәлиқ ара транспорт-логистикилиқ алақә түгүнигә вә, шуниң билән биллә, толуқ инфрақурулумға, мәмурий беналарға вә сода комплекслириға егә әң заманивий шәһәр болмақчи.

Мәркәз икки қисимдин ибарәт: униң бир қисми чегариниң у тәрипигә, йәни ШУАР территориясигә вә бир қисми Қазақстан территориясигә, йәни Алмута вилайитиниң Қорғас аһалилиқ пункти әтрапиға орунлишиду. Һазир бу йәрдә қурулуш ишлири қизғин кетип бариду. Ейтмақчи, ХЧҺМниң умумий мәйдани 528 гектардин ибарәт. Җүмлидин униң 185 гектари Қазақстан территориясини, 343 гектари Хитай территориясини өз ичигә алиду. Бу икки мәркәзни транспорт вә пиядә маңғучиларға молҗаланған көрүк бағлаштуриду. ХЧҺМни селишниң асасий принципи, униң территориясидә Қазақстан вә Хитай гражданлириниң, шундақла мошу мәмликәтләрдә рәсмий болуватқан шәхсләрниң әркин келип-кетишини тәминләштин ибарәт. Улар ХЧҺМда оттуз тәвлүк давамида һеч қандақ визини рәсмийләштүрмәйла иш бабидики учришишларға қатнишиш, сода шәртнамилирини имзалаш, Қазақстанда, Хитайда вә МДҺ әллиридә ишләп чиқирилған санаәт мәһсулатлири билән тонушуш һоқуқиға егә.

ХЧҺМниң баш планида көздә тутулғинидәк, Мәркәзниң Қазақстан тәрипидики қисми бир-бирини автомобиль йоллири бағлаштуридиған тоққуз зонидин ибарәт.

Сода-көргәзмә зониси көргәзмиләрни уюштурушқа, товарларни сетишқа вә хизмәт түрлирини көрситишкә беғишлиниду. Бу Мәркәзниң әң муһим звеноси болуп һесаплиниду. Лайиһә бойичә, бу зонида ишчанлиқ җәрияниниң барлиқ басқучлири, йәни әхбарат елиштин тартип, та товарларни таллашқичә вә уларни бәлгүләнгән җайға йәткүзүш шәртнамисини түзүшкичә болған барлиқ җәриянлар әмәлгә ашурулиду.

Мәдәний-көргәзмә зониси — бу көп саһалиқ комплекс көргәзмә заллирини, бәдиий салонларни, хәлиқ һүнәрвәнчилиги ишханилирини, әхбарат мәркәзлирини вә кинозаллирини өз ичигә алиду.

  Хәлиқ ара иш бабидики һәмкарлиқ зониси чоң хәлиқ ара конференцияләрни вә симпозиумларни өткүзүшкә молҗаланған. Шундақла Қазақстан, Хитай, Россия вә башқиму дөләтләрниң мәбләғ вә санаәт даирилири рәһбәрлириниң иш бабида учришидиған җайиға айлиниду. Бу йәрдә конференц-залларни, әхбарат мәркәзлирини вә банклар шөбилирини қуруш көздә тутулған.

Меһманхана зониси бир қетимда бәш миң адәмни қобул қилалайдиған һәр бири 25 қәвәтлик 14 меһманханидин ибарәт. Меһманханиларда сағламлаштуруш вә спорт блоклири, кинозаллар, көңүл көтириш мәркәзлири, ресторанлар вә кафелар болиду.

Спорт-сағламлаштуруш зониси бәш блоктин ибарәт. Униң территориясидә икки спорт комплекси, үсти йепиқ үзүш бассейни, тамашибинлар үчүн трибуниси бар стадион, спортчилар вә дәм алғучилар үчүн меһманхана болиду.

Хәлиқ ара туризм мәркизи меһманларға қолайлиқ болуши үчүн ХЧҺМға киридиған йәргә орунлишиду. Униң территориясидә хәлиқ ара туристик бюроларниң идарилири, мәмурий беналар, шундақла меһманханилар, дәм елиш зониси вә ресторанлар селинмақчи.

Этнографиялиқ парк туристларни Қазақстанда вә униңға хошна дөләтләрдә истиқамәт қиливатқан хәлиқләрниң мәдәнийити, турмуши вә ихтисадий тәрәққияти билән тонуштуриду. Бу паркта йәттә миллий блок болиду вә уларда Қазақстан, Хитай, Россия, Өзбәкстан, Түркмәнстан, Таҗикстан вә Қирғизстанниң экспозициялири орунлаштурулиду.

Регионаллиқ һәмкарлиқ вә кичик тиҗарәт мәркизи баш идариләрни вә коммерциялик карханиларниң вакаләтханилирини, музакириләрни жүргүзүш вә шәртнамиларни түзүш үчүн мәхсус беналарни, конференц-залларни, көп функционаллиқ әхбарат мәркизини вә банк шөбилирини өз ичигә алиду.

Транспорт вә товарларни бесиш-чүшириш терминали зонисиға алаһидә әһмийәт берилгән. Чүнки бу йәрдә наһайити муһим иш әмәлгә ашурулиду. Бу зонида херидарларға товарларни сақлашниң барлиқ түрлири тәклип қилиниду. Товар тоғрилиқ толуқ әхбарат елиш вә жүккә һаҗәт болған барлиқ һөҗҗәтләрни рәсмийләштүрүш ишлири жүргүзүлиду. Шундақла жүкни вақитлиқ сақлайдиған алтә терминал, мәһсулатни қайта ишләшкә молҗаланған төрт терминал, мәһсулатниң сүпитини вә стандартини тәкшүрүштин өткүзидиған лаборатория болиду.

Һазир чегариниң у тәрипидә, йәни ШУАР территориясидә 200 миң турғуни болидиған шәһәр қурулуши қизғин кетип бариду. Бу шәһәрниң санаәт карханилири чегаридаш дөләтләрниң хам әшияси билән ишлимәкчи. ХХҖ һөкүмити қобул қилған қарарға мувапиқ, ХЧҺМ территорияси әлниң асасий санаәт базиси болмақчи. Мундақ чоң санаәт комплексиниң лайиһиси келәчәктә биздиму әмәлгә ашурулиду, йәни «Шәриқ дәрвазиси» дәп аталған мәхсус ихтисадий зона қурулиду. Бу зонида оттуз санаәт карханиси, аэропорт вә йеңи төмүр йол, шундақла автомобиль йоли селиниду.

«Қорғас» ХЧҺМниң қурулуши икки дәвирдин ибарәт: 2005 — 2010-жиллири тәйярлиқ дәври; 2010 — 2018-жиллири қурулуш ишлири жүргүзүлиду. Бу объектниң дәсләпки новити 2012-жили ишқа қошулиду. 2018-жили болса, «Қорғас» ХЧҺМ толуқ пайдилинишқа берилиду, дәп күтүлмәктә.

Иврайим БАРАТОВ.      

 

755 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз