Тікелей эфир
Тікелей эфир
МАҢЫЗДЫ
  • УЙҒУР АВАЗИ
  • 13 Маусым, 2011

Сәнъәткар тәвәллуди нишанланди

Йеқинда Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театрида «Нава» ансамблиниң нахшичиси, хәлқимизниң сөйүмлүк сәнъәткари Толунай Әйсарованиң 70 яшлиқ тәвәллудиға вә иҗадий паалийитиниң 40 жиллиғиға беғишланған мәйрәмлик концерт болуп өтти.

Толунай һәдә иҗадий паалийити җәриянида бир нәччә қетим йәккә концертлири арқилиқ өз мухлислириниң алқишиға сазавәр болған. Сәнъәткарниң бу қетимқи концерт программисиниң бир алаһидилиги, у муқамлардин парчә вә уйғур хәлиқ нахшилиридин, шундақла өзиниң қәлимигә мәнсүп шеир вә музыкилардин тәркип тапти. Концерт давамида тамашибинлар нахшичи иҗат қилған «Уйғурум» (сөзи Турсун Сәидиниң), «Чевәр ярим» (музыкиси Қәһриман Иминовниң), «Мәстанимән» (сөзи Җамалдин Розиевниң), «Зарим екән», «Сени издәп», «Мәйли» (музыкиси Аблақжан Машаевниң) қатарлиқ нахшилардин бәһирләнди. Әнди «Житимниң зари» намлиқ монолог, «Сәньәткарлар һаятидин үзүндә» намлиқ миниатюра болса, театр артистлири тәрипидин жуқури маһарәт билән иҗра қилинди. Буниңдин ташқири бир топ сәнъәткарлар тәвәллуд егисини тәбрикләп, өзлириниң музыкилиқ салимини йоллиди. Бу күни шундақла анисиниң изини бесип, нәччә жил Уйғур театрида уссулчи болуп ишлигән, бу күнләрдә Астана шәһиридә истиқамәт қиливатқан кәнҗә қизи Гүлбәһрәм Турдиеваму бир уссулини соға сүпитидә һавалә қилди.

Концерт ахирида сәһнигә көтирилгән Қазақстан хәлиқ артисти Нурбүви Мәмәтова, Уйғур театриниң мудири Савутҗан Сонуров, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Әхмәтжан Шардинов, униң орунбасари Асимҗан Злавдинов вә Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Әхтирим Әхмәтова, җумһурийәтлик Жигит башлири кеңишиниң рәиси Абдурешит Мәхсүтов, Алмута шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Абдуллам Һошуров, мәзкүр тәшкилатниң Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Гүлзарәм Илиясова сәньәткарни шанлиқ тәвәллуди билән тәбрикләп, иллиқ тиләклирини изһар қилди.

Концерт давамида һәр бир нахшиси гүлдүрас алқишлар билән қарши елинған тәвәллуд егисигә тамашибинлар өзлириниң әң есил һис-туйғулирини дәстә-дәстә гүллири билән ипадә қилди.

Толунай Әйсарова у күни Қазақстан Мәдәнийәт министрлигиниң «Мәдениет қайраткері» бәлгүсигә муйәссәр болди. Шу мунасивәт билән уни нахшилириға тәшна барлиқ мухлислири намидин сәмимий тәбрикләймиз.

Ершат ӘСМӘТОВ.

646 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз